Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Луқа - Луқа 18

Луқа 18:3-9

Help us?
Click on verse(s) to share them!
3Шу шәһәрдә бир тул аял бар екән вә у дайим сотчиниң алдиға келип: «Әйипкардин һәққимни елип бәргин» дәп тәләп қилидикән.
4У хелә вақитқичә уни рәт қипту; бирақ кейин көңлидә: Худадинму қорқмаймән, адәмләргиму пәрва қилмаймән,
5лекин бу тул хотун мени аварә қилип кетиватиду, униң маңа чаплишивелип мени һалимдин кәткүзүвәтмәслиги үчүн һәрһалда униң дәвайини сорап қояй!» — дәп ойлапту».
6Рәб: Қараңлар, адаләтсиз бу сотчиниң немә дегәнлиригә!
7У шундақ қилған йәрдә, Худа Өзигә кечә-күндүз нида қиливатқан таллиған бәндилиригә қандақ қилар? Гәрчә Худа Өз бәндилиригә һәмдәрд болуш билән биргә рәзилликкә узунғичә сәвир-тақәт қилсиму, ахирида бәндилириниң дәрдигә йәтмәсму?  
8Мән силәргә ейтайки: У уларниң дәрдигә йетип наһайити тезла һәққини елип бериду! Лекин Инсаноғли кәлгәндә йәр йүзидә иман-ишәш тапаламду? — деди.
9У өзлирини һәққаний дәп қарап, башқиларни көзигә илмайдиған бәзиләргә қаритип, мундақ бир тәмсилни ейтти:

Read Луқа 18Луқа 18
Compare Луқа 18:3-9Луқа 18:3-9