Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Луқа - Луқа 11

Луқа 11:2-9

Help us?
Click on verse(s) to share them!
2У уларға мундақ деди: — Дуа қилғиниңларда, мундақ дәңлар: «И Ата, Сениң намиң муқәддәс дәп улуқланғай. Сениң падишаһлиғиң кәлгәй.
3Һәр күнлүк ненимизни бизгә һәркүни бәргәйсән.
4Бизгә қәриздар болған һәр кимни кәчүргинимиздәк, Сәнму гуналиримизни кәчүргәйсән. Бизни аздурулушларға учратқузмиғайсән».
5У сөзини давам қилип уларға мундақ деди: — Силәрниң ичиңлардин бириңларниң бир дости болуп, йерим кечидә униң қешиға берип: Әй достум, маңа үч нан өтнә бәргин;
6чүнки маңа сәпәрдин бир достум кәлди вә униң алдиға қойғидәк бир нәрсәм қалмапту, десә,
7у өйиниң ичидә туруп: «Мени аварә қилмиғин, ишик тақақлиқ, балилар орунда йенимда ятиду. Саңа елип беришкә қопалмаймән», дейиши мүмкин.
8Силәргә шуни ейтимәнки, гәрчә у униң дости болуш сүпити билән беришкә орнидин турмисиму, униң хиҗил болмай қайта-қайта ялвуруши билән у чоқум орнидин туруп, қанчә лазим болса униңға бериду.
9Шуниң үчүн мән силәргә ейтайки, тиләңлар, силәргә ата қилиниду; издәңлар, таписиләр. Ишикни чекиңлар, ечилиду.

Read Луқа 11Луқа 11
Compare Луқа 11:2-9Луқа 11:2-9