Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Луқа - Луқа 10

Луқа 10:20-25

Help us?
Click on verse(s) to share them!
20Лекин силәр роһларниң силәргә бойсунғанлиғи түпәйлидин шатланмаңлар, бәлки намиңларниң әршләрдә пүтүлгәнлиги түпәйлидин шатлиниңлар, — деди.
21Шу вақитта, Әйса роһта хошаллинип мундақ деди: «Асман-зимин Егиси и Ата! Сән бу һәқиқәтләрни данишмән вә әқиллиқлардин йошуруп, сәбий балиларға ашкарилиғанлиғиң үчүн сени мәдһийиләймән! Бәрһәқ, и Ата, нәзириңдә бундақ қилиш рава еди.  
22Һәммә маңа Атамдин тәқдим қилинди; Оғулниң кимлигини Атидин башқа һеч ким билмәйду, вә Атиниңму кимлигини Оғул вә Оғул ашкарилашни лайиқ көргән кишиләрдин башқа һеч ким билмәйду».
23Андин у мухлислириға бурулуп, уларға астиғина: Силәр көрүватқан ишларни көргән көзләр нәқәдәр бәхитликтур!   
24Чүнки мән силәргә шуни ейтип қояйки, нурғун пәйғәмбәрләр вә падишаһлар силәр көргән ишларни көрүшкә интизар болғини билән уларни көрмигән; вә силәр аңлаватқан ишларни аңлашқа интизар болғини билән, уларни аңлап бақмиған, — деди.
25Вә мана, Тәврат устазлиридин бири орнидин туруп Әйсани синимақчи болуп: — Устаз, мәңгүлүк һаятқа варис болмақ үчүн немә ишни қилишим керәк? — дәп сориди.

Read Луқа 10Луқа 10
Compare Луқа 10:20-25Луқа 10:20-25