17Сән Һарунға мундақ дегин: — «Әвлаттин-әвлатқичә сениң нәслиңдин болған бириси мәйип болса, Худаниң ненини сунуш үчүн йеқин кәлмисун;
18мәйип болған һәр қандақ киши һәргиз йеқин кәлмисун — яки кор болсун, токур болсун, панақ болсун яки бир әзаси йәнә бир җүпидин узун болған адәм болсун,
19пути яки қоли сунуқ болсун,
20док болсун, парпа болсун, көзидә ақ болсун, қичишқақ болған болсун, тәмрәткә басқан болсун яки уруқдени езилгән һәр ким болсун,
21Һарун каһинниң нәслидин болған ундақ мәйип кишиләрниң һеч бири Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған нәрсиләрни кәлтүрүшкә йеқин бармисун; ундақ киши мәйиптур; у өз Худасиниң ненини сунушқа йеқин кәлмисун.
22Һалбуки, у өз Худасиниң ненини, йәни «әң муқәддәс» вә «муқәддәс» һесапланған нәрсиләрниң һәр иккисидин йесун.
23Пәқәт у пәрдидин өтүп ичкирисигә кирмәслиги яки қурбангаһқиму йеқин бармаслиғи керәк; чүнки у мәйиптур; болмиса, у Мениң муқәддәс җайлиримни булғиған болиду; чүнки уларни муқәддәс қилғучи Пәрвәрдигар Өзүмдурмән».
24Бу сөзләрниң һәммисини Муса Һарун билән униң оғуллири вә Исраилларниң һәммисигә ейтип бәрди.