Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Лавийлар - Лавийлар 13

Лавийлар 13:50-59

Help us?
Click on verse(s) to share them!
50Каһин даққа сәпселип қарисун, андин из-дағ пәйда болған нәрсини йәттә күнгичә айрим сақлисун.
51У йәттинчи күни из-дағға қарап бақсун; из-дағ чүшкән кийим-кечәк, мәйли арқақ жипта яки өрүш жипта болсун, яки терә-хурумда яки терә-хурумдин етилгән нәрсидә болсун, у кеңийип кәткән болса, бу из-дағ чириткүч песә-мохо кесили дәп һесаплинип, улар напак саналсун.
52Шуниңдәк каһин өрүш жип яки арқақ жипида из-дағ болса кийим-кечәк яки терә-хурумдин етилгән нәрсидә шундақ из-дағ болса уларниму көйдүрүвәтсун; чүнки бу чириткүч песә-мохо кесилидур. Мундақ нәрсиләрниң һәммисини отта көйдүрүш керәктур.
53Лекин каһин униңға сәпселип қариғанда, из-дағ кийим-кечәктики өрүш жипта болсун, арқақ жипта болсун, яки терә-хурумдин етилгән нәрсидә болсун, из-дағ кеңәймигән болса,
54ундақта каһин деғи бар нәрсини жуюлсун дәп буйруп, иккинчи қетим уни йәттә күнгичә сақлисун.
55Бу нәрсә жуюлғандин кейин каһин йәнә даққа сәпселип қарисун; әгәр униң рәңги өзгәрмигән болса (гәрчә кеңийип кәтмигән болсиму), у йәнила напактур; сән уни отта көйдүргин. Чүнки мәйли униң из-деғи ич йүзидә болсун яки таш йүзидә болсун у чириткүч из-дағ һесаплиниду.
56Лекин әгәр каһин сәпселип қариғанда, мана, дағниң рәңги жуюлғандин кейин суслишип кәткән болса, у шу қисмини кийим-кечәктин, өрүш жиптин яки арқақ жиптин болсун, яки терә-хурумдин болсун уни житип елип, ташливәтсун.
57Әгәр бу из-дағ кийим-кечәктә, мәйли арқақ жипта яки өрүш жипта болсун, я терә-хурумдин етилгән нәрсидә көрүнсун, бу кеңийдиған бирхил песә-мохо из-деғи дәп саналсун; сән у чаплашқан кийим-кечәкни көйдүрүвәткин.
58Лекин әгәр из-дағ кийим-кечәктә болсун (өрүш жипида яки арқақ жипида болсун) яки терә-хурумдин етилгән нәрсидә болсун, жуюлуш билән чиқип кәтсә, ундақта бу егин иккинчи қетим жуюлсун, андин пак саналсун.
59Песә-мохо кесилиниңкидәк из-дағ пәйда болған жуң яки канап рәхттин тоқулған кийим-кечәк (из-дағ өрүш жипта яки арқақ жипта болсун) яки терә-хурумдин етилгән нәрсиләр тоғрисидики қанун-бәлгүлимә мана шудур; буниң билән уларни пак яки напак җакалашқа болиду.

Read Лавийлар 13Лавийлар 13
Compare Лавийлар 13:50-59Лавийлар 13:50-59