13Учар-қанатлардин төвәндикиләр силәргә жиркиничликтур; улар йейилмәслиги керәк вә силәргә жиркиничлик болсун: — йәни бүркүт, қорултаз-тапқушлар, деңиз бүркүти,
14қарлиғач қуйруқлуқ сар, лачин вә уларниң хиллири,
15һәммә қарға-қозғунлар вә уларниң хиллири,
16мөшүкяпилақ, төгиқуш, чайка, сар вә уларниң хиллири,
17һувқуш, қарна, ибис,
18аққу, сақийқуш, белиқалғуч,
19ләйләк, турна вә униң хиллири, һөпүп вә шәпәрәң қатарлиқлар силәргә һарам саналсун.