7Сән намратларниң езилгәнлигини яки йәрлик мәнсәпдарларниң һәқ-адаләтни зораванларчә қайрип қойғанлиғини көрсәң, бу ишлардин һәйран қалма; чүнки мәнсәпдардин жуқури йәнә бириси көзлимәктә; вә улардинму жуқурисиму бардур.
8Бирақ немила болмисун йәр-тупрақ һәммә адәмгә пайдилиқтур; һәтта падишаһниң өзиму йәр-тупраққа тайиниду.
9Күмүчкә амрақ күмүчкә қанмас, байлиқларға амрақ өз киримигә қанмас; буму бимәниликтур.