13Кәмбәғәл амма ақил жигит йәнә несиһәтниң әтиварини қилмайдиған қери ахмақ падишаһдин яхшидур;
14Чүнки гәрчә у бу падишаһниң падишаһлиғида кәмбәғәл болуп туғулған болсиму, у зиндандин тәхткә олтиришқа чиқти.
15Мән қуяш астидики барлиқ тирикләрниң әшу иккинчини, йәни падишаһниң орнини басқучини, шу жигитни қоллайдиғанлиғини көрдум.
16Барлиқ хәлиқ, йәни уларниң алдида турған барлиқ пухралар санақсиз болсиму, бирақ улардин кейинкиләр жигиттинму рази болмайду; буму бимәнилик вә шамални қоғлиғандәк иштур.