Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Һекмәт топлиғучи - Һекмәт топлиғучи 12

Һекмәт топлиғучи 12:7-12

Help us?
Click on verse(s) to share them!
7топа-чаң әсли тупраққа қайтқичә, роһ өзини бәргән Худаға қайтқичә — Уни есиңдә тутқин!
8Бимәнилик үстигә бимәнилик!» — дәйду һекмәт топлиғучи — «Бимәнилик үстигә бимәнилик! Һәммә иш бимәниликтур!»
9Шуниңдәк, һекмәт топлиғучи дана болупла қалмастин, у йәнә хәлиққә билим үгитәтти; у ойлинип, көп пәнд-несиһәтләрни таразиға селип, рәтләп чиқти.
10Һекмәт топлиғучи йеқимлиқ сөзләрни тепишқа интилгән; ушбу йезилғини болса дурус, һәқиқәт сөзлиридин ибарәттур.
11Дана кишиниң сөзлири зихқа охшайду, уларниң жиғиндиси чиң бекитилгән миқтәктур. Улар Бирла Падичи тәрипидин берилгәндур.
12Униң үстигә, и оғлум, булардин сирт һәр қандақ йезилғанлардин пәхәс бол; чүнки көп китапларниң йезилишиниң айиғи йоқ, шуниңдәк көп үгиниш тәнни упритиду.

Read Һекмәт топлиғучи 12Һекмәт топлиғучи 12
Compare Һекмәт топлиғучи 12:7-12Һекмәт топлиғучи 12:7-12