10Һекмәт топлиғучи йеқимлиқ сөзләрни тепишқа интилгән; ушбу йезилғини болса дурус, һәқиқәт сөзлиридин ибарәттур.
11Дана кишиниң сөзлири зихқа охшайду, уларниң жиғиндиси чиң бекитилгән миқтәктур. Улар Бирла Падичи тәрипидин берилгәндур.
12Униң үстигә, и оғлум, булардин сирт һәр қандақ йезилғанлардин пәхәс бол; чүнки көп китапларниң йезилишиниң айиғи йоқ, шуниңдәк көп үгиниш тәнни упритиду.
13Биз пүтүн ишқа диққәт қилайли; Худадин қорққин вә униң әмир-пәрманлириға әмәл қилғин; чүнки бу инсанниң толуқ мәҗбурийитидур;