10Әйса: — Көпчиликни олтарғузуңлар, — деди (у йәрдә от-чөп мол өскән еди). Шуниң билән әр кишиләр олтарди; уларниң сани бәш миңчә бар еди.
11Әйса нанларни қолиға елип, Худаға тәшәккүр ейтқандин кейин, олтарғанларға үләштүрүп бәрди. Белиқларниму шундақ қилди; көпчилик халиғанчә йеди.
12Һәммәйлән йәп тоюнғанда, у мухлислириға: — Ашқан парчиларни жиғиңлар, һеч нәрсә зайә болмисун, — деди.
13Шуниң билән улар бәш арпа ненидин йәп ашқан парчилирини он икки севәткә толдуруп жиғивалди.
14Әнди халайиқ Әйсаниң көрсәткән бу мөҗизилик аламитини көрүп: «Дунияға келиши муқәррәр болған пәйғәмбәр һәқиқәтән мошу екән!» дейишти.
15Шуниң билән Әйса уларниң келип өзини падишаһ болушқа зорлимақчи болғанлиғини билип, улардин айрилип, қайтидин таққа ялғуз чиқип кәтти.
16Кәчқурун, Әйсаниң мухлислири деңиз бойиға чүшүшти.
17Улар бир кемигә олтирип, деңизниң у қетидики Кәпәрнаһум шәһиригә қарап йол елишти (қараңғу чүшүп кәткән еди вә Әйса техичә уларниң йениға кәлмигән еди).
18Қаттиқ боран чиқип, деңиз долқунлап көтириливататти.
19Мухлислар палақ уруп он-он бир чақиримчә маңғанда, Әйсаниң деңизниң үстидә меңип кемигә йеқинлишиватқанлиғини көрүп, қорқушуп кәтти.
20Лекин у уларға: — Бу мән, қорқмаңлар! — деди.
21Шуни аңлап улар уни кемигә чиқиривалғуси кәлди; у кемигә чиқипла, кемә дәрһал улар баридиған йәргә йетип барди.
22Әтиси деңизниң у тәрипидә қалған халайиқ алдинқи күни у йәрдә Әйсаниң мухлислири чиққан кемидин башқа кеминиң йоқлуғини, Әйсаниң мухлислири шу кемигә чиққанда, Әйсаниң улар биллә чиқмиғанлиғини, бәлки мухлислириниң өзлирила кәткәнлигини көргән еди.
23Һалбуки, бир нәччә кемә-қолвақ Тиберияс шәһиридин Рәб тәшәккүр ейтқандин кейин хәлиқ нан йегән йәргә йеқин келип тохтиди.
24Шуниң билән халайиқ Әйсаниң вә мухлислириниң у йәрдә йоқлуғини көрүпла, кемиләргә олтирип, Әйсани издигили Кәпәрнаһум шәһиригә маңди.
25Улар уни деңизниң у тәрипидә тепип униңға: — Устаз, бу йәргә қачан кәлдиң? — дәп сорашти.
26Әйса уларға җавапән: — Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, силәр мени мөҗизилик аламәтләрни көргәнлигиңлар үчүн әмәс, бәлки нанлардин йәп тоюнғиниңлар үчүн издәйсиләр.
27Бузулуп кетидиған паний озуқлуққа әмәс, бәлки мәңгү һаятлиққа бақий қалидиған озуқлуққа интилип ишләңлар; буни Инсаноғли силәргә бериду; чүнки уни Ата, йәни Худа Өзи мөһүрләп тәстиқлиған, — деди.
28Шуниң билән улар униңдин: — Немигә интилип ишлисәк андин Худаниң иш-хизмитидә ишлигән болимиз? — дәп сорашти.
29Әйса уларға җавап берип: — Худаниң иш-хизмити дәл шуки, У әвәткинигә етиқат қилишиңлардур, — деди.
30Шуниң билән улар йәнә: — Ундақ болса сән бизни көрүп өзүңгә ишәндүргидәк қандақ мөҗизилик аламәт яритисән? Зади немә иш қилип берисән?
31Ата-бовилиримиз чөлдә жүргәндә, Зәбурда: «У уларға әрштин чүшүрүлгән нан тәқдим қилди» дәп пүтүлгәндәк, «манна»ни йегән — дейишти.
32Әйса уларға мундақ деди: — Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, силәргә асмандин чүшкән нанни бәргүчи Муса әмәс, бәлки мениң Атамдур; У һазирму силәргә асмандин чүшкән һәқиқий нанни бериватиду.
33Чүнки Худаниң нени болса пүткүл дунияға һаятлиқ ата қилидиған, әрштин чүшкүчидур.
34— Тәхсир, һемишә бизгә шу нанни берип турғайсән! — дейишти улар.
35Әйса уларға мундақ деди: — Һаятлиқ нени өзүмдурмән! Мениң йенимға кәлгән һәр ким һеч қачан ач қалмайду, маңа етиқат қилған һәр ким һеч қачан уссимайду.
36Лекин силәргә ейтқинимдәк, силәр мени көргән болсаңларму, етиқат қилмайватисиләр.
37Ата маңа тапшурғанларниң һәр бири йенимға келиду вә мениң йенимға кәлгәнләрдин һеч қайсисини һәргиз ташливәтмәймән.
38Чүнки өз ирадәмни әмәс, бәлки мени Әвәткүчиниң ирадисини әмәлгә ашуруш үчүн әрштин чүштүм.
39Мени Әвәткүчиниң ирадиси болса дәл шуки, униң маңа тапшурғанлиридин һеч бирини жүтүрмәй, бәлки ахирқи күни уларниң һәммисини тирилдүрүшүмдин ибарәт.
40Чүнки мениң Атамниң ирадиси шуки, Оғулға көз тикип қарап, униңға етиқат қилғанларниң һәр бирини мәңгүлүк һаятқа ериштүрүштур; вә мән ахирқи күни уларни тирилдүримән.
41Әнди Йәһудийлар Әйсаниң: «Әрштин чүшкән нан өзүмдурмән!» дегини үчүн униңға нарази болуп ғотулдишишқа башлиди:
42— «Бу Йүсүпниң оғли Әйса әмәсму? Атисиниму, анисиниму тонуйдиған турсақ, йәнә қандақларчә: — «Әрштин чүштүм!» десун?» — дейишәтти улар.
43Әйса җавапән уларға мундақ деди: — Мениң тоғрамда өз ара ғотулдашмаңлар.
44Мени әвәткән Ата Өзи кишиләрниң қәлбини тартқузмиса, һеч ким мениң йенимға келәлмәйду; мениң йенимға кәлгән һәр бирини ахирқи күни тирилдүримән.