4Әнди у йол үстидә Самарийә өлкисидин өтүши керәк еди.
5Шуниң билән у Яқуп өз оғли Йүсүпкә бәргән йәргә йеқин болған Самарийәниң Сихар дегән бир шәһиригә кәлди.
6Шу йәрдә «Яқупниң қудуғи» бар еди. Әйса сәпиридә чарчиғинидин қудуқниң қешиға келип олтарди. Бу тәхминән алтинчи саат еди.
7Әйсаниң мухлислири йемәклик сетивелиш үчүн шәһәргә кирип кәткән еди. Шу чағда, Самарийәлик бир аял су алғили кәлди. Әйса униңға: — Маңа ичкили су бәргин, — деди.
9Аял униңдин: — Өзиңиз Йәһудий турсиңиз, мәндәк Самарийәлик бир аялдин қандақларчә ичкили су тәләп қилип қалдиңиз? — дәп сориди (чүнки Йәһудийлар Самарийәликләр билән һеч қандақ барди-кәлди қилмайтти).
10Әйса униңға җавапән: — Әгәр сән Худаниң соғитиниң немилиги вә сәндин су сориғучиниң ким екәнлигини билсәңиди, ундақта сән униңдин тиләйттиң вә у саңа һаятлиқ сүйини берәтти.
11Аял униңдин: — Тәхсир, су тартқидәк һеч нәрсиңиз болмиса, униң үстигә қудуқ чоңқур турса, һаятлиқ сүйини нәдин алисиз?
12Әҗәба, бу қудуқни бизгә мирас қалдурған атимиз Яқуптин улуқмусиз? Бу қудуқтин өзи, оғуллири вә мал-варанлириму су ичкән — деди.
13Әйса униңға җавапән: — Бу суни ичкән һәр ким йәнә уссайду.
14Амма мән беридиған суни ичкүчи һәр ким мәңгүгә уссимайдиған болиду вә бәлки мән униңға беридиған су униң ичидә уни мәңгүлүк һаятлиққа елип баридиған, урғуп чиқидиған бир булақ болиду, — деди.
15Аял: — Тәхсир, маңа бу судин бәргәйсизки, мән йәнә уссимайдиған вә мошу йәргә су тартқили иккинчи кәлгүчи болмайдиған болай! — деди.
16Әйса: — Берип ериңни бу йәргә чақирип кәлгин, — деди.
17— Ерим йоқ, — дәп җавап бәрди аял. — Ерим йоқ дәп, раст ейттиң.
18Чүнки бәш әргә тәгдиң вә һазир сәндә болғини сениң ериң әмәс. Буни тоғра ейттиң! — деди Әйса.
19Аял униңға: — Тәхсир, әнди көрдүмки, сиз әслидә пәйғәмбәр екәнсиз!
20Ата-бовилиримиз бу тағда ибадәт қилип кәлгән, лекин силәр Йәһудийлар «Ибадәтни Йерусалимда қилиш керәк!» дәвалисиләрғу? — деди.
21Әйса униңға мундақ деди: — Ханим, маңа ишәнгин, шундақ бир вақти-саити келидуки, силәрниң Атиға ибадәт қилишиңлар үчүн нә бу тағда яки нә Йерусалимда болушуңларниң һаҗити қалмайду.
22Силәр ибадәт қилғиниңларни билмәйсиләр; бирақ биз кимгә ибадәт қилғинимизни билимиз. Чүнки ниҗат-қутқузулуш Йәһудийлар арқилиқ болиду.
23Лекин шундақ бир вақит келиду — вә шундақла һазир кәлдики, һәқиқий ибадәт қилғучилар Атиға роһ вә һәқиқәт билән ибадәт қилиду. Ата Өзигә әнә шундақ һәқиқий ибадәт қилғучиларни издимәктә.
24Худа роһтур вә униңға ибадәт қилғучилар роһ вә һәқиқәт билән Униңға ибадәт қилиши керәктур.
25Аял униңға: — Мәсиһниң, йәни «Мәсиһләнгән Қутқазғучи» дегәнниң келидиғанлиғини билимән. У кәлгәндә, бизгә һәммә ишларни ейтип бериду — деди.
26Әйса униңға: — Сән билән сөзлишиватқучи мән дәл шудурмән! — деди.
27Шу чағда униң мухлислири қайтип кәлди. Улар униң бир аял билән сөзлишиватқанлиғиға һаң-таң қелишти; лекин һеч қайсиси униңдин: «Униңдин немә издәйсән?» яки «Немишкә униң билән сөзлишисән?» дәпму соримиди.
28Шуниң билән аял козисини ташлап қоюп, шәһәргә қайтип берип, кишиләргә:
29— Жүрүңлар, һаятимда қилғанлиримниң һәммисини маңа ейтип бәргән бир кишини көрүп келиңлар. Әҗәба, Мәсиһ шумиду? — деди.
30Буниң билән халайиқ шәһәрдин чиқип, Әйсаниң алдиға келишти.
31Шу арилиқта мухлислири униңға: — Устаз, бир нәрсә йәвалсаңчу? — дәп өтүнүшти.
32Лекин у уларға: — Мениң силәр билмәйдиған бир йемәклигим бар, — деди.
33Мухлислар бир-биригә: — Әҗәба, бириси униңға йегили бир нәрсә әкелип бәргәнмиду? — дейишти.
34Әйса уларға мундақ деди: — Мениң йемәклигим — мени Әвәткүчиниң ирадисини әмәлгә ашуруш вә униң маңа тапшурған хизмитини тамамлаштур.
35— Силәр: «Һосул йеғишқа йәнә төрт ай қалди» дәватмамсиләр? Мана, силәргә ейтайки, бешиңларни көтирип етизларға қараңлар, зираәтләр сарғийип орушқа тәйяр болди!
36Вә ормичи иш һәққини алиду вә мәңгүлүк һаятқа топланған һосулни жиғиду, шуниң билән териғучи билән ормичи тәң шатлиниду.
37Чүнки бу ишта «бири терийду, йәнә бири жиғиду» дегән сөз әмәлгә ашурулиду.
38Мән силәрни өзүңлар әмгәк сиңдүрмигән һосулни жиғишқа әвәттим; башқилар әмгәк қилди вә силәр уларниң әмгигиниң мевисини елишқа несип болдуңлар.
39Шу шәһәрдики нурғун Самарийәликләр һелиқи аялниң: «У һаятимда қилғанлиримниң һәммисини маңа ейтип бәрди» дегән гувалиқ сөзини аңлап, Әйсаға етиқат қилди.
40Шуңа, улар униң алдиға келип, униң өзлири билән биллә турушини өтүнүшкили турди; шуниң билән у у йәрдә икки күн турди.
41Униң сөз-калами арқилиқ техиму көп адәм униңға етиқат қилди.
42Улар аялға: — Бизниң етиқат қилишимиз әнди сениң сөзлириң сәвәвидин әмәс, чүнки өзимиз уни аңлидуқ вә билдуқки, дунияниң Қутқузғучиси дәл шу кишидур! — дейишти.
43Бу икки күндин кейин у шу йәрдин чиқип Галилийәгә қарап маңди
44(чүнки Әйса өзи: «Һеч бир пәйғәмбәрниң өз жутида иззити йоқтур» дәп гувалиқ бәргән еди).
45Шуниң билән у Галилийәгә кәлгинидә, Галилийәликләр униң өтүп кетиш һейтида Йерусалимда қилған әмәллириниң һәммисини көргәчкә, уни қарши елишти (чүнки уларму һейтқа чиққан еди).
46Әнди Әйса бу қетим Галилийәдики Кана йезисиға йәнә барди (у дәл шу йәрдә суни шарапқа айландурған еди). Шу күнләрдә, Кәпәрнаһум шәһиридә оғли кесәл болуп ятқан бир орда әмәлдари бар еди.
47У Әйсаниң Йәһудийәдин Галилийәгә кәлгәнлигини аңлап, униң алдиға барди вә: — Өйүмгә чүшүп, сәкратта ятқан оғлумни сақайтип бәргәйла! — дәп тохтимай илтиҗа қилди.
48Шуниң билән, Әйса униңға: — Силәр Галилийәликләр мөҗизилик аламәтләр вә карамәтләрни көрмигичә, һеч етиқат қилмайсиләр! — деди.
49Орда әмәлдари Әйсаға: — Тәхсир, балам өлмәстә чүшкәйла! — деди.