Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 19

Росулларниң паалийәтлири 19:7-14

Help us?
Click on verse(s) to share them!
7Улар тәхминән он икки әркәк киши еди.
8Павлус үч ай давамида Әфәсус шәһиридики синагогқа кирип, жүрәклик билән сөз қилип, улар билән Худаниң падишаһлиғидики ишлар тоғрисида муназирилишип қайил қилишқа тиришти.
9Лекин бәзилири җаһиллиқ қилип ишинишни рәт қилип, халайиқ алдида Рәбниң йолиға һақарәт кәлтүргәндә, Павлус улардин чиқип, мухлисларниму айрип чиқти. У һәркүни Тираннус исимлиқ адәмниң лексийиханисида муназирә-музакирә өткүзди.   
10Бу иш икки жил давамлашти. Нәтиҗидә, Асия өлкисидики пүтүн хәлиқ, Йәһудийлар болсун, Грекләр болсун һәммәйлән Рәбниң сөз-каламини аңлиди.
11Худа Павлусниң қоллири арқилиқ карамәт мөҗизиләрни яратти.
12Кишиләр һәтта қол яғлиқ вә пәртуқларни Павлусниң тенигә тәккүзүп, андин кесәлләрниң йениға апирип, уларниң үстигә япатти. Нәтиҗидә, кесәлләр сақийип, яман роһлар улардин чиқип кетәтти.
13Лекин шу әтрапта жүридиған, «җинкәш» Йәһудийларин бәзилириму Рәб Әйсаниң намини ишлитип баққуси келип, җин чаплашқанлар үстидә туруп җинларға: «Павлус җакалаватқан Әйсаниң намидин саңа қаттиқ буйруқ беримән!» дәйдиған болди.
14Бу ишни қилидиғанларниң арисида Скева исимлиқ бир Йәһудий баш каһинниң йәттә оғлиму бар еди.

Read Росулларниң паалийәтлири 19Росулларниң паалийәтлири 19
Compare Росулларниң паалийәтлири 19:7-14Росулларниң паалийәтлири 19:7-14