Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Росулларниң паалийәтлири - Росулларниң паалийәтлири 19

Росулларниң паалийәтлири 19:13-40b

Help us?
Click on verse(s) to share them!
13Лекин шу әтрапта жүридиған, «җинкәш» Йәһудийларин бәзилириму Рәб Әйсаниң намини ишлитип баққуси келип, җин чаплашқанлар үстидә туруп җинларға: «Павлус җакалаватқан Әйсаниң намидин саңа қаттиқ буйруқ беримән!» дәйдиған болди.
14Бу ишни қилидиғанларниң арисида Скева исимлиқ бир Йәһудий баш каһинниң йәттә оғлиму бар еди.
15Лекин улар қоғливәтмәкчи болған яман Роһ уларға җавапән: — Әйсани тонуймән, Павлустин хәвирим бар, бирақ өзүңлар ким болисиләр?! — девиди,
16яман Роһ чаплишивалған киши уларға етилип чиқип, уларни уруп шама қилип, уларниң үстидин ғалип кәлди. Улар ялаңач вә яриланған һалда өйдин қечип чиқип кәтти.
17Бу иш Әфәсус шәһиридә туруватқан барлиқ Йәһудийлар вә Грекләргиму мәлум болуп, қорқунуч һәммисини басти вә Рәб Әйсаниң нами улуқланди.
18Нәтиҗидә, нурғун етиқатчилар бурунқи қилғанлирини иқрар қилип, алдиға чиқти.
19Сеһиргәрлик қилғанлардин нурғун адәмләр өзлириниң сеһиргәрлик китап-палнамилирини әкелип бир йәргә догилап, көпчиликниң алдида көйдүрүшти. Бу китапларниң қиммити җәмий әллик миң күмүч тәңгигә йетәтти.
20Шундақ қилип, Рәбниң сөз-калами күчгә егә болуп, бәрқ уруп үстүнлүккә өтти.
21Бу ишлар йүз бәргәндин кейин, Павлус көңлидә, Македонийә вә Ахая өлкисидин өтүп Йерусалимға беришқа нийәт бағлиди. У: — У йәргә барғандин кейин, Рим шәһирини көрүп келишим керәк, — деди.  
22Шуниң билән, у өзигә ярдәмдә болуватқанлардин Тимотий билән Ерастус иккиләнни Македонийәгә әвәтиветип, өзи йәнә бир мәзгил Асия өлкисидә турди.
23Дәл шу чағда, Әфәсус шәһиридә Рәбниң йоли тоғрилиқ еғир малимачилиқ көтирилди.   
24Аял илаһ Артемисни сүрәтләп күмүч тәкчә-һәйкәлләрни ясиғучи Димитрий исимлиқ бир зәргәр бар еди. Униң бу иши һүнәрвәнләргә көп пайда тапқузатти.
25Димитрий һүнәрвәнләрни вә шуниңға охшаш ишлар билән шуғуллиниватқан башқа устиларни жиғип, уларға: — Бурадәрләр, бизниң гүллинишимизниң бу иш билән бағлиқ екәнлигини билисиләр;
26һазир һелиқи Павлусниң немә ишларни қилип жүргәнлигини аңлиған һәм көргән болушуңлар керәк. У: «Қол билән ясивалған нәрсиләр илаһлар әмәс» дейиш билән, пәқәт Әфәсуста әмәс, бәлки пүткүл Асия өлкисидә дегидәк нурғунлиған кишиләрни қайил қилип, аздуруп бураватиду.
27Әнди һазир бизниң бу содимизға бәтнам чаплаш хәвпи болупла қалмай, бәлки бүйүк аял илаһ Артемисниң бутханисиму әрзимәс дәп қарилип, һәтта Асия өлкиси вә пүткүл җаһан ибадәт қилидиған бу аял илаһимизниң шан-шәривиму йоқилиш хәвпигә дуч келиватиду! — деди.
28Бу сөзләрни аңлиған көпчилик ғәзәпкә чөмүп, қайта-қайта: — Әфәсуслуқларниң Артемисимиз бүйүктур! — дәп чуқан көтиришкә башлиди.
29Буниң билән пүткүл шәһәр малиматаң болуп кәтти. Халайиқ Павлусниң сәпәрдашлиридин Македонийәлик Гаюс вә Аристархусларни тутуп сөрәп, серк мәйданиға тәңла йопурулуп маңди.   
30Павлус халайиқ арисиға кирмәкчи болған еди, лекин мухлислар униң киришигә йол қоймиди.
31Һәтта Павлусниң достлири болған өлкә әмәлдарлиридин безилириму униңға хәвәр йәткүзүп, уни серк мәйданиға беришқа тәвәккүл қилмаслиққа җекилиди.
32Әнди бәзиләр буни дәп вақириса, бәзиләр уни дәп вақиришип, пүтүн сорун вараң-чуруңға толди; кишиләрниң көпинчиси өзлириниң немигә жиғилғанлиғиниму билмәйтти.
33Йәһудийлар Искәндәр исимлиқ адәмни алдиға иштирип чиқиривиди, көпчилик уни алдиға турғузди. Искәндәр көпчиликкә қол ишарити қилип, Йәһудийларни ақлимақчи болди.
34Бирақ көпчилик униң Йәһудий екәнлигини билип қелип, һәммиси тәңла: — Әфәсуслуқларниң Артемисимиз бүйүктур! — дәп икки саатчә чуқан көтирип турушти.
35Ахирда, шәһәрниң баш мирзиси халайиқни тиничландуруп мундақ деди: — Әй Әфәсуслуқлар! Биз Әфәсуслуқларниң шәһириниң бүйүк Артемисниң бутханисиниң вә униң асмандин чүшкән сүритиниң қоғдиғучиси екәнлигини билмәйдиған ким бар!
36Бу ишларни инкар қилалмиған екән, өзүңларни бесивелишиңлар, башбаштақлиқ қилмаслиғиңлар керәк.
37Чүнки силәр бу кишиләрни бу йәргә сораққа тартишқа елип кәлдиңлар; лекин улар я бутханиларни булғучилар я бизниң аял илаһимизға күпүрлүк қилғучилардин әмәс.
38Әгәр Димитрий вә униңға қошулған һүнәрвәнләрниң мәлум бир кишиниң үстидин шикайити болса, сорақханилар очуқ турмақта вә сорақчи валийларму бар. Улар шу йәрләрдә бир-бири билән дәвалашсун;
39вә башқа бирәр мәсилилириңлар болса, рәсмий сорунда бир тәрәп қилиниши лазим.
40Биз әнди йәнә бүгүнки вақиәни топилаң дәп әрз қилиниш хәвпидә туруватимиз; чүнки бу малиманчлиқниң һеч сәвәви көрситилмигәчкә, һесавиниму берәлмәймиз-дә!
40bБу сөзләрни қилип болуп, у жиғилған халайиқни тарқитивәтти.

Read Росулларниң паалийәтлири 19Росулларниң паалийәтлири 19
Compare Росулларниң паалийәтлири 19:13-40bРосулларниң паалийәтлири 19:13-40b