5Чүнки әткә бойсунидиғанлар әткә хас ишларниң ойида жүриду; Муқәддәс Роһқа бойсунидиғанлар болса, шу Роһқа аит ишларниң ойида жүриду.
6Әттики ой-нийәтләр адәмни өлүмгә елип бариду; Муқәддәс Роһқа аит ой-нийәтләр һаятлиқ вә хатирҗәм-аманлиқтур;
7чүнки әттики ой-нийәтләр Худаға дүшмәнликтур; чүнки әт Худаниң қануниға бойсунмайду һәм һәтта униңға бойсунуши мүмкин әмәс;
8әттә болғанлар Худани хурсән қилалмайду.
9Амма силәргә кәлсәк, пәқәт Худаниң Роһи дәрвәқә ичиңларда яшаватқан болса, силәр әттә әмәс, бәлки Роһта яшайсиләр. Амма Мәсиһниң Роһиға егә болмиған адәм болса, у Мәсиһкә мәнсуплардин әмәс.
10Лекин Мәсиһ қәлбиңларда болса, тениңлар гуна түпәйлидин өлүмниң илкидә болсиму, һәққанийлиқ түпәйлидин роһуңлар һаяттур.
11Һалбуки, өлгән Әйсани өлүмдин Тирилдүргүчиниң Өзидики Роһ силәрдә яшиса, Мәсиһни өлүмдин тирилдүргүчи қәлбиңларда яшаватқан Роһи арқилиқ өлидиған тениңларниму һаяти күчкә егә қилиду.
12Шуниң үчүн, қериндашлар, биз әткә қәриздар әмәс, йәни униңға әгишип яшашқа қәриздар әмәсмиз.
13Чүнки әткә әгишип яшисаңлар, һалак болисиләр; лекин Муқәддәс Роһқа тайинип әттики қилмишларни өлүмгә мәһкүм қилсаңлар, яшайсиләр.
14Чүнки кимләрки Худаниң Роһиниң йетәкчилигидә яшиса, шуларниң һәммиси Худаниң пәрсәндлиридур.
15Чүнки силәр қобул қилған роһ қуллуққа аит әмәс, шундақла силәрни қайта қорқунучқа салғучи бирхил роһ әмәс, бәлки силәр оғуллуққа елип баридиған Роһни қобул қилғансиләр; У арқилиқ «Абба, ата!» дәп нида қилимиз.
16Роһ бизниң өз роһумиз билән биллә бизниң Худаниң балилири екәнлигимизгә гувалиқ бериду.
17Худаниң балилири екәнмиз, әнди мирасхорларму болимиз — Худаниң мирасхорлири һәмдә Мәсиһ билән тәң мирасхор болимиз — пәқәтла униң билән тәң азап-оқубәт тартсақла, униң билән шан-шәрәптин тәң бәһримән болимиз.