Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Римлиқларға - Римлиқларға 8

Римлиқларға 8:2-14

Help us?
Click on verse(s) to share them!
2Чүнки Мәсиһ Әйсада болған һаятлиқни бәхш етидиған Роһниң қанунийити адәмни гунаға вә өлүмгә елип баридиған қанунийәттин силәрни халас қилди.  
3Чүнки гуналиқ әт елип келидиған аҗизлиқ түпәйлидин Тәврат қануни қилалмиғанни Худаниң Өзи қилди; У Өз Оғлини гунакар әтлик қияпәттә гунани бир тәрәп қилишқа әвәтип, әттики мәвҗут гунани өлүмгә мәһкүм қиливәтти;  
4буниң билән муқәддәс қанунниң һәққаний тәливи әткә әгәшмәйдиған, бәлки Роһқа әгишип маңидиған бизләрдә әмәлгә ашурулиду.
5Чүнки әткә бойсунидиғанлар әткә хас ишларниң ойида жүриду; Муқәддәс Роһқа бойсунидиғанлар болса, шу Роһқа аит ишларниң ойида жүриду.  
6Әттики ой-нийәтләр адәмни өлүмгә елип бариду; Муқәддәс Роһқа аит ой-нийәтләр һаятлиқ вә хатирҗәм-аманлиқтур;
7чүнки әттики ой-нийәтләр Худаға дүшмәнликтур; чүнки әт Худаниң қануниға бойсунмайду һәм һәтта униңға бойсунуши мүмкин әмәс;
8әттә болғанлар Худани хурсән қилалмайду.
9Амма силәргә кәлсәк, пәқәт Худаниң Роһи дәрвәқә ичиңларда яшаватқан болса, силәр әттә әмәс, бәлки Роһта яшайсиләр. Амма Мәсиһниң Роһиға егә болмиған адәм болса, у Мәсиһкә мәнсуплардин әмәс.
10Лекин Мәсиһ қәлбиңларда болса, тениңлар гуна түпәйлидин өлүмниң илкидә болсиму, һәққанийлиқ түпәйлидин роһуңлар һаяттур.
11Һалбуки, өлгән Әйсани өлүмдин Тирилдүргүчиниң Өзидики Роһ силәрдә яшиса, Мәсиһни өлүмдин тирилдүргүчи қәлбиңларда яшаватқан Роһи арқилиқ өлидиған тениңларниму һаяти күчкә егә қилиду.  
12Шуниң үчүн, қериндашлар, биз әткә қәриздар әмәс, йәни униңға әгишип яшашқа қәриздар әмәсмиз.
13Чүнки әткә әгишип яшисаңлар, һалак болисиләр; лекин Муқәддәс Роһқа тайинип әттики қилмишларни өлүмгә мәһкүм қилсаңлар, яшайсиләр.
14Чүнки кимләрки Худаниң Роһиниң йетәкчилигидә яшиса, шуларниң һәммиси Худаниң пәрсәндлиридур.

Read Римлиқларға 8Римлиқларға 8
Compare Римлиқларға 8:2-14Римлиқларға 8:2-14