Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Римлиқларға - Римлиқларға 4

Римлиқларға 4:4-14

Help us?
Click on verse(s) to share them!
4Ишлигүчигә берилидиған һәқ «меһри-шәпқәт» һесапланмайду, бәлки бирхил «қәриз қайтуруш» һесаплиниду.
5Бирақ, һеч иш-әмәл қилмай, пәқәт номуссиз гунакарларни һәққаний қилғучи Худаға етиқат қилидиған кишиниң болса, униң етиқати һәққанийлиқ дәп һесаплиниду!
6Худа қилған әмәллиригә қаримай, һәққаний дәп һесаплиған кишиниң бәхити тоғрилиқ Давут пәйғәмбәрму мундақ дегән: —
7«Итаәтсизликлири кәчүрүм қилинған, Гуналири йепилған киши немидегән бәхитликтур!
8Пәрвәрдигар гуналири билән һеч һесаплашмайдиғанлар немидегән бәхитликтур!».  
9Әнди бәхит ялғуз хәтнә қилинғанларғила мәнсуп боламду, яки хәтнә қилинмиғанларғиму мәнсуп боламду? Чүнки: «Ибраһимниң етиқати униң һәққанийлиғи дәп һесапланди» дәватимиз.  
10Һәққанийлиқ қандақ әһвалда униңға һесапланди? Хәтнә қилиништин илгириму яки хәтнә қилиништин кейинму? У хәтнә қилинған һалда әмәс, бәлки хәтнә қилинмиған һалда һесапланди!
11Униң хәтнини қобул қилғини болса, уни хәтнә қилиништин бурунла етиқати арқилиқ егә болған һәққанийлиққа мөһүр бәлгүси сүпитидә болған еди. Демәк, у хәтнисиз туруп Худаға етиқат қилғучиларниң һәммисиниң атиси болди — уларму етиқати билән һәққаний һесаплиниду!
12У йәнә хәтнә қилинғанларниңму атисидур; демәк, хәтнә қилинған болуши билән тәңла хәтнә қилинмиған вақтидиму етиқатлиқ йол маңған атимиз Ибраһимниң излирини бесип маңғанларниңму атиси болғандур.
13Чүнки Худаниң Ибраһимға вә нәслигә дунияға мирасхор болуш тоғрисидики вәдә бериши Ибраһимниң Тәврат қануниға әмәл қилишқа интилгинидин әмәс, бәлки етиқаттин болған һәққанийлиқтин кәлгән.
14Чүнки әгәр қанунға интилидиғанлар мирасхор болидиған болса етиқат бекар нәрсә болуп қалатти, Худаниң вәдисиму йоққа чиқирилған болатти.

Read Римлиқларға 4Римлиқларға 4
Compare Римлиқларға 4:4-14Римлиқларға 4:4-14