Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Римлиқларға - Римлиқларға 1

Римлиқларға 1:3-32

Help us?
Click on verse(s) to share them!
3Бу хуш хәвәр Өз Оғли, йәни Рәббимиз Әйса Мәсиһ тоғрисидидур; җисманий җәһәттин У Давутниң нәслидин туғулған; бирдин-бир пак-муқәддәс Роһ тәрипидин өлүмдин тирилдүрүлүш арқилиқ «күч-қудрәт Егиси Худаниң Оғли» дәп көрситилип бекитилгән;  
5У арқилиқ, шундақла Униң нами үчүн барлиқ әлләр арисида Худаға етиқаттин болған итаәтмәнлик вуҗудқа кәлтүрүлүшкә биз меһри-шәпқәткә вә расуллуққа муйәссәр болдуқ;
6Силәр улар арисида, Әйса Мәсиһ тәрипидин чақирилғансиләр.
7Шуңа, Худа сөйгән вә У «муқәддәс бәндилирим» дәп чақирған Рим шәһиридики һәммиңларға, Атимиз Худадин вә Рәббимиз Әйса Мәсиһтин меһри-шәпқәт вә аман-хатирҗәмлик болғай!
8Алди билән мән Әйса Мәсиһ арқилиқ һәммиңлар үчүн Худайимға тәшәккүр ейтимән; чүнки силәрниң етиқатиңлар пүткүл аләмгә пур кәтти.
9Өз Оғли тоғрисидики хуш хәвәрдә чин роһ-қәлбим билән мән хизмитини қиливатқан Худа Өзи мениң дуалиримда силәрни шунчә үзлүксиз әсләп турғанлиғимға гувадур.   
10Мән дуалиримда, мүмкин қәдәр Худаниң ирадиси билән силәрниң йениңларға беришқа ахир муйәссәр болушқа һемишә өтүнимән.
11Чүнки мән силәрни бирәр роһий илтипатқа егә қилиш арқилиқ мустәһкәмләш үчүн силәр билән көрүшүшкә интайин тәқәззамән;   
12йәни, мән араңларда болсам, бир-биримизниң етиқатидин өз ара тәсәлли вә илһам алалаймиз демәкчимән.
13Қериндашлар, мән силәрниң шуни билишиңларни халаймәнки, башқа йәрдики әлликләрниң арисида хизмитим мевә бәргәндәк, силәрниң араңлардиму хизмитимниң мевә бериши үчүн йениңларға беришни көп қетим нийәт қилдим, лекин бүгүнгичә тосалғуға учрап келиватимән.   
14Мән һәр қандақ адәмләргә, мәйли Юнанлиқлар вә ят таипиләргә, данишмән вә наданларға болсун, һәммисигә қәриздармән.   
15Шуниң үчүн имканийәт маңа яр бәрсила мән Римдики силәргиму хуш хәрвәрни йәткүзүп баян қилишқа қизғинмән.
16Чүнки мән Мәсиһ тоғрисидики бу хуш хәвәрдин һәргиз хиҗил болмаймән! Чүнки у униңға ишәнгүчилириниң һәммисини, алди билән Йәһудийларни, андин кейин Грекләрни ниҗатқа ериштуридиған Худаниң күч-қудритидур!   
17Чүнки хуш хәвәрдә етиқатқа асасланған, Худаниң бирхил һәққанийлиғи етиқат қилғучиларға вәһий қилинғандур. Муқәддәс язмиларда йезилғинидәк: — «Һәққаний адәм ишәш-етиқати билән һаят болиду».  
18Чүнки һәққанийәтсизлик билән һәқиқәтни басидиған инсанларниң барлиқ ипласлиғиға вә һәққанийәтсизлигигә нисбәтән Худаниң қаратқан ғәзиви әрштин очуқ вәһий қилинмақта.
19Чүнки инсанлар Худа тоғрисида биләләйдиған ишлар уларниң көз алдида туриду; чүнки Худа һәммини уларға очуқ көрситип бәргән
20(чүнки дуния апиридә болғандин бери Худаниң көзгә көрүнмәс өзгичиликлири, йәни мәңгүлүк қудрити вә бирдин-бир Худа екәнлиги Өзи яратқан мәвҗудатлар арқилиқ очуқ көрүлмәктә, шундақла буни чүшинип йәткили болиду. Шу сәвәптин инсанлар һеч банә көрситәлмәйду)
21— чүнки инсанлар Худани билсиму, уни Худа дәп улуқлимиди, Униңға тәшәккүр ейтмиди; әксичә, уларниң ой-пикирлири бемәнә болуп, надан қәлби қараңғулишип кәтти.
22Өзлирини данишмән қилип көрсәтсиму, лекин әқилсиз болуп чиқти;
23чиримас Худаниң улуқлуғиниң орниға чирип өлидиған адәмзатқа, учар-қанатларға, төрт аяқлиқ һайванларға вә йәр беғирлиғучиларға охшайдиған бутларни алмаштуруп қойған еди.
24Шуңа Худа уларни қәлбидики шәһваний һәвәслири билән ипласлиқ қилишқа, шундақла бир-бириниң тәнлирини номусқа қалдурушқа қоюп бәрди.
25Улар Худа тоғрисидики һәқиқәтни ялғанға айландурди, Яратқучиниң орниға яритилған нәрсиләргә чоқунуп, тавап-таәт қилған еди. Һалбуки, Яратқучиға тәшәккүр-мәдһийә мәңгүгә оқулмақта! Амин!
26Мана шуниң үчүн, Худа уларни пәскәш шәһваний һәвәсләргә қоюп бәрди. Һәтта аялларму тәбиий җинсий мунасивәтни ғәйрий мунасивәткә айландурди;   
27шуниңдәк, әрләрму аяллар билән болидиған тәбиий җинсий мунасивәтләрни ташлап, башқа әрләргә шәһваний һәвәсләр билән көйүп пишидиған болди. Әрләр әрләр билән шәрмәндиликкә киришти вә нәтиҗидә уларниң мухалип қилмишлири өз бешиға чиқти.
28Улар Худани билиштин ваз кечишни лайиқ көргәнлиги таллиғанлиғи үчүн, Худа уларни бузуқ нийәтләргә вә налайиқ ишларни қилишқа қоюп бәрди.
29Улар һәр хил һәққанийәтсизлик, рәзиллик, нәпсанийәтчилик, өчмәнликкә чөмүп, һәсәтхорлуқ, қатиллиқ, җедәлхорлуқ, мәккарлиқ вә һәр хил бәтнийәтләр билән толди. Улар иғвагәр,
30төһмәтхор, Худаға нәпрәтлинидиған, кибирлик, махтанчақ, чоңчи, һәр хил рәзилликләрни ойлап чиқиридиған, ата-анисиниң сөзини аңлимайдиған,
31йорутулмиған, вәдисидә турмайдиған, көйүмсиз вә рәһимсиз инсанлардур.
32Улар Худаниң шуларға болған адил һөкүмини, йәни шундақ ишларни қилғучиларниң өлүмгә лайиқ екәнлигини ениқ билсиму, бу ишларни өзлири қилипла қалмай, бәлки шундақ қилидиған башқилардин сөйүнүп уларни алқишлайду.

Read Римлиқларға 1Римлиқларға 1
Compare Римлиқларға 1:3-32Римлиқларға 1:3-32