Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Луқа - Луқа 9

Луқа 9:2-32

Help us?
Click on verse(s) to share them!
2Андин уларни Худаниң падишаһлиғини җар қилиш вә кесәлләрни сақайтишқа әвәтти.
3У уларға: — Силәр сәпәр үчүн һеч нәрсә алмаңлар, нә һаса, нә хурҗун, нә нан, нә пул еливалмаңлар; бирәр артуқ йәктәкму еливалмаңлар.  
4Вә қайси өйгә қобул қилинип кирсәңлар, у жуттин кәткичә шу өйдә туруңлар.
5Әнди қайси йәрдики кишиләр силәрни қобул қилмиса, у шәһәрдин чиққиниңларда уларға агаһ-гува болсун үчүн айиғиңлардики топиниму қеқиветиңлар! — деди.  
6Мухлислар йолға чиқип, йеза-қишлақларни арилап хуш хәвәрни елан қилип, һәммә йәрдә кесәлләрни сақайтти.
7Әнди Һерод һаким униң барлиқ қилғанлиридин хәвәр тепип, қаймуқуп қалди. Чүнки бәзиләр: «Мана Йәһя өлүмдин тирилипту!» десә,  
8йәнә бәзиләр: «Иляс пәйғәмбәр қайта пәйда болди» вә йәнә башқилар: «Қедимки пәйғәмбәрләрдин бири қайтидин тирилипту!» дәйтти.
9Һерод: «Мән Йәһяниң каллисини алдурған едим, әнди мән мошу гепини аңлаватқан зат зади кимду?» — деди. Шуниң билән у уни көрүш пурситини издиди.
10Расуллар болса қайтип келип, өзлириниң қилған ишлириниң һәммисини Әйсаға мәлум қилди. У уларни елип, хупиянә һалда Бәйт-Саида дегән шәһәрдики хилвәт бир йәргә кәлди.
11Бирақ халайиқ буниңдин хәвәр тепип униңға әгишип кәлди. У уларни қарши елип, уларға Худаниң падишаһлиғи тоғрисида сөзлиди вә шипаға муһтаҗларни сақайтти.
12Күн олтирай дегәндә, он иккилән униң алдиға келип униңға: — Халайиқни йолға салсаң, улар әтраптики йеза-қишлақларға вә етизларға берип қонғидәк җайлар вә озуқ-түлүк тапсун; чүнки мошу йәр чөллүк екән, — деди.
13Лекин у уларға: — Уларға өзүңлар озуқ бериңлар, — деди. — Биздә пәқәт бәш нан билән икки белиқтин башқа нәрсә йоқ. Бу барлиқ хәлиқкә озуқ-түлүк сетивелип келәмдуқ?! — дейишти улар.
14Чүнки шу йәрдә жиғилған әрләрниңла сани бәш миңчә еди. У мухлисларға: — Халайиқни әлликтин-әлликтин бөлүп олтарғузуңлар, — деди.
15Улар униң дегиничә қилип һәммәйләнни олтарғузди.
16Әйса бәш нан билән икки белиқни қолиға елип, асманға қарап Худаға тәшәккүр ейтип буларни бәрикәтлиди. Андин уларни уштуп, халайиққа сунуп бериш үчүн мухлислириға бәрди.
17Һәммәйлән йәп тоюнди. Андин шулардин ешип қалған парчилирини он икки севәткә жиғип қачилиди.
18Вә шундақ болдики, у өзи ялғуз дуа қиливатқанда, мухлислири йенида туратти. У улардин: — Халайиқ мени ким дәйду? — дәп сориди.
19Улар җавапән: — Бәзиләр сени Чөмүлдүргүчи Йәһя, бәзиләр Иляс пәйғәмбәр, вә йәнә бәзиләр қедимки пәйғәмбәрләрдин бири тирилипту дәйду, — деди.
20У улардин: — Силәрчу? Силәр мени ким дәп билисиләр? — дәп сориди. Петрус җавап берип: — Сән Худаниң Мәсиһидурсән, — деди.
21У уларға қаттиқ җекиләп, бу ишни һеч кимгә тинмаңлар, дәп тапилиди.
22— Чүнки Инсаноғлиниң нурғун азап-оқубәт тартиши, ақсақаллар, баш каһинлар вә Тәврат устазлири тәрипидин чәткә қеқилиши, өлтүрүлүши вә үч күндин кейин тирилдүрүлүши муқәррәр, — деди.
23Андин у уларниң һәммисигә мундақ деди: — Кимдәким маңа әгишишни нийәт қилса, өзидин кечип, һәр күни өзиниң крестини көтирип маңа әгәшсун!   
24Чүнки кимдәким өз һаятини қутқузимән дәйдикән, чоқум униңдин мәһрум болиду, лекин мән үчүн өз һаятидин мәһрум болған киши һаятини қутқузиду.
25Чүнки бир адәм пүтүн дунияға егә болуп, өзини һалак қилса яки өзидин мәһрум қалса, буниң немә пайдиси болсун?!
26Чүнки кимдәким мәндин вә мениң сөзлиримдин номус қилса, Инсаноғли өзиниң шан-шәриви ичидә, униң Атисиниң вә муқәддәс пәриштиләрниң шан-шәриви ичидә қайтип кәлгинидә униңдинму номус қилиду.   
27Лекин мән дәрһәқиқәт силәргә шуни ейтип қояйки, бу йәрдә турғанларниң арисидин өлүмниң тәмини тетиштин бурун җәзмән Худаниң падишаһлиғини көридиғанлар бардур.
28Бу сөзләрдин тәхминән сәккиз күн кейин шундақ болдики, у Петрус, Юһанна вә Яқупни елип, дуа қилиш үчүн бир таққа чиқти.
29У дуа қиливатқинида, униң йүзиниң қияпити өзгәрди вә кийимлири апақ болуп чақмақтәк чақниди.
30Вә мана, икки адәм пәйда болуп униң билән сөзлишишиватқан еди; улар Муса вә Иляс пәйғәмбәрләр еди.
31Улар парлақ җула ичидә аян болуп, униң билән Йерусалимда ада қилидиған «дуниядин өтүп кетиш»и тоғрисида сөһбәтләшти.
32Әнди Петрус вә униң һәмраһлирини хелә үгидәк басқан еди; лекин уларниң уйқиси толуқ ечилғанда улар униң шан-шәривини вә униң билән биллә турған икки адәмзатни көрди.

Read Луқа 9Луқа 9
Compare Луқа 9:2-32Луқа 9:2-32