8Лекин Закай орнидин туруп Рәбгә: — И Рәббим, мана, мүлкүмниң йеримини йоқсулларға беримән; әгәр бирәвни ялғандин шикайәт қилип униңдин бир немә үндүрүвалған болсам биригә төртни қайтуримән, — деди.
9Буниң билән Әйса униңға қарап: — Бүгүн ниҗат бу өйгә кирди. Чүнки бу киши һәм Ибраһимниң оғлидур!
10Чүнки Инсаноғли езип кәткәнләрни издәп қутқузғили кәлди, — деди.