Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Луқа - Луқа 10

Луқа 10:5-15

Help us?
Click on verse(s) to share them!
5Қайси өйгә кирсәңлар, алди билән: «Мошу өйдикиләргә арамлиқ болғай!» дәңлар.
6У өйдә «арамлиқ егиси» болса, тилигән арамлиғиңлар шу өйгә қониду; әгәр болмиса, у арамлиқ өзүңларға яниду.
7Андин чүшкән өйдә туруп йөткәлмәңләр, шу өйдикиләрниң бәргинини йәп-ичиңлар, чүнки ишләмчи өз иш һәққини елишқа һәқлиқтур. У өйдин бу өйгә йөткилип жүрмәңлар.  
8Силәр қайси шәһәргә кирсәңлар, улар силәрни қобул қилса, улар алдиңларға немә қойса шуни йәңлар.
9У йәрдики кесәлләрни сақайтип, уларға: «Худаниң падишаһлиғи силәргә йеқинлашти!» дәңлар.
10Бирақ силәр қайси шәһәргә кирсәңлар, улар силәрни қобул қилмиса, уларниң рәстә-кочилириға чиқип көпчиликкә:
11«Силәргә агаһ болсун үчүн һәтта шәһириңларниң айиғимизға чаплашқан тописиниму қеқип чүшүрүветимиз! Һалбуки, шуни билип қоюңларки, Худаниң падишаһлиғи силәргә растинла йеқинлашти!» — дәңлар.   
12Мән силәргә ейтип қояйки, шу күни һәтта Содом шәһиридикиләрниң көридиғини бу шәһәрдикиләрниңкидин йеник болиду.
13Һалиңларға вай, әй қоразинлиқлар! Һалиңларға вай, әй Бәйт-Саидалиқлар! Чүнки силәрдә көрситилгән мөҗизиләр Тур вә Зидон шәһәрлиридә көрситилгән болса, у йәрләрдикиләр хелә бурунла бөзгә йөгинип, күлгә милинип товва қилған болатти.
14Қиямәт күнидә Тур вә Зидондикиләрниң көридиғини силәрниңкидин йеник болиду.
15Әй әршкә көтирилгән Кәпәрнаһумлуқлар! Силәр тәһтисараға чүшүрүлисиләр!

Read Луқа 10Луқа 10
Compare Луқа 10:5-15Луқа 10:5-15