Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Лавийлар - Лавийлар 6

Лавийлар 6:14-21

Help us?
Click on verse(s) to share them!
14Ашлиқ һәдийә тоғрисидики қаидә-низам мундақ: — Һарунниң оғуллиридин бири уни Пәрвәрдигарниң алдиға, қурбангаһниң алдиға кәлтүрсун.
15У ашлиқ һәдийә болған есил унға қолини селип униңдин шундақла униңдики зәйтун мейидин бир чаңгал елип вә һәдийәниң үстидики барлиқ мәстикини қошуп, буларни қурбангаһ үстидә көйдүрсун; бу һәдийәниң «ядлиниш үлүши» болуп, Пәрвәрдигарниң алдида хушбуй кәлтүрүш үчүн қилинған болиду.
16Ешип қалғанлирини болса Һарун билән оғуллири йесун; у ечитқу селинмай пиширилуп муқәддәс бир җайда йейилсун; улар уни җамаәт чедириниң һойлисида йесун.
17У мутләқ ечитқусиз пиширилсун. Мән отта Маңа сунулидиған қурбанлиқ-һәдийәләр ичидин шуни уларниң өз үлүши болсун дәп уларға һәқ қилип бәрдим; у гуна вә итаәтсизликни тилигүчи қурбанлиқларға охшаш «әң муқәддәсләрниң бири» һесаплиниду.
18Һарунниң әвладидин болған әркәкләрниң һәммиси буниңдин йесун; бу дәвирдин-дәвиргә араңларда әбәдий бир бәлгүлимә болиду; Пәрвәрдигарға атап отта сунулғанлиридин булар уларниң үлүши болсун. Униңға қол тәккүзгүчи җәзмән муқәддәс болуши керәк.  
19Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
20Һарун Мәсиһлинидиған күнидә у вә оғуллириниң Пәрвәрдигарниң алдиға сунидиғини мундақ болуши керәк: — Улар үзүлмәс ашлиқ һәдийә сүпитидә есил ундин бир әфаһниң ондин бирини сунуши керәк; әтигини йеримини, ахшими йәнә йеримини сунсун.
21У тавида зәйтун мейи билән етилсун; у зәйтун мейиға чилап пиширилғандин кейин сән уни елип кир; ашлиқ һәдийәниң пиширилған парчилирини хушбуй сүпитидә Пәрвәрдигарға атап сунғин.

Read Лавийлар 6Лавийлар 6
Compare Лавийлар 6:14-21Лавийлар 6:14-21