12Униң сунидиғини өшкә болса, буни Пәрвәрдигарниң һозуриға кәлтүрсун.
13У қолини униң бешиға қоюп, андин уни җамаәт чедириниң алдида боғузлисун. Андин Һарунниң оғуллири қенини елип қурбангаһниң үсти қисминиң әтрапиға сәпсун.
14Андин сунғучи киши бу қурбанлиқтин Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған һәдийә сүпитидә бир қисмини елип беғишлисун, йәни ич қарнини йөгәп турған майни, шундақла барлиқ ич мейини елип,
15икки бөрәкни вә уларниң үстидики һәмдә икки янпишидики майни аҗритип, җигәрниң бөрәккичә болған чава мейини кесип, елип кәлсун.
16Каһин буларни қурбангаһниң үстидә көйдүрсун; бу отта сунулидиған, хушбуй чиқиридиған таам һәдийәси болиду. Майниң һәммиси Пәрвәрдигарға тәвәдур.