Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Лавийлар - Лавийлар 17

Лавийлар 17:10-15

Help us?
Click on verse(s) to share them!
10Әгәр Исраилниң җәмәтидин болған һәр қандақ адәм яки уларниң арисида туруватқан яқа жутлуқлар қан йесә, Мән йүзүмни қанни йегән шу кишигә қарши қилимән, уни өз хәлқидин үзүп ташлаймән.
11Чүнки һәр бир җаниварниң җени болса униң қенидидур; Мән уни җениңлар үчүн қурбангаһ үстигә кафарәт кәлтүрүшкә бәргәнмән. Чүнки қан өзидики җанниң вастиси билән кафарәт кәлтүриду.
12Шуңа бу сәвәптин Мән Исраилларға: — «Силәрниң һеч бириңлар қан йемәслигиңлар керәк, араңларда туруватқан яқа жутлуқларму қан йемәслиги керәк» — дегән едим.
13Әгәр Исраиллардин бири яки уларниң арисида туруватқан яқа жутлуқларниң бири йейишкә болидиған бир чарпай һайван яки қушни овлап, қенини төксә, уни топа билән йепип қойсун.
14Чүнки һәр бир җаниварниң җени болса, униң қенидин ибарәттур. Униң җени қенида болғач мән Исраилларға: «Силәр һеч қандақ җаниварниң қенини йемәңлар, чүнки һәр бир җаниварниң җени униң қенидидур; кимки уни йесә үзүп ташлиниду» — дедим.
15Кимдәким өлүп қалған яки житқучлар боғуп титма-титма қиливәткән бир һайванни йесә, мәйли у йәрлик яки яқа жутлуқ болсун өз кийимлирини жуюп, суда жуюнсун вә кәч киргичә напак саналсун; андин у пак болиду.

Read Лавийлар 17Лавийлар 17
Compare Лавийлар 17:10-15Лавийлар 17:10-15