2Һәммә адәмгә охшаш ишлар охшаш пети келиду; һәққаний вә рәзил кишигә, меһриван кишигә, пак вә напак, қурбанлиқ қилғучи вә қурбанлиқ қилмиғучиғиму охшаш қисмәт болиду; яхши адәмгә қандақ болса, гунакарға шундақ болиду; қәсәм ичкүчигә вә қәсәм ичиштин қорққучиғиму охшаш болиду.
3Мана һәммигә охшашла бу ишниң келидиғанлиғи қуяш астидики ишлар арисида күлпәтлик иштур; униң үстигә, инсан балилириниң көңүллири яманлиққа толған, пүтүн һаятида көңлидә тәлвилик туриду; андин улар өлгәнләргә қошулиду.
4Чүнки тирикләргә қошулған киши үчүн болса үмүт бар; чүнки, тирик ишт өлгән ширдин әла.
5Тирикләр болса өзлириниң өлидиғанлиғини билиду; бирақ өлгәнләр болса һеч немини билмәйду; уларниң һеч инъами йәнә болмайду; улар һәтта адәмниң есидин көтирилип кетиду, қайта кәлмәйду.
6Уларниң муһәббити, нәприти вә һәсәтхорлуғиму аллиқачан йоқалған; уларниң мәңгүгә қуяш астида қилинған һеч қандақ ишлардин қайта несивиси йоқтур.
7Барғин, нениңни хошаллиқ билән йәп, шарабиңни хушхуйлуқ билән ичкин; чүнки Худа аллиқачан мундақ қилишиңдин рази болған.
8Кийим-кечәклириң һәрдайим апақ болсун, хушбуй май бешиңдин кәтмисун.