1Мән шуларниң һәммисини ениқлаш үчүн көңүл қойдум; шуни байқидимки, мәйли һәққаний киши яки дана киши болсун, шундақла уларниң барлиқ қилғанлири Худаниң қолидидур, дәп байқидим; инсан өзигә муһәббәт яки нәпрәтниң келидиғанлиғини һеч билмәйду. Униң алдида һәр қандақ иш болуши мүмкин.
2Һәммә адәмгә охшаш ишлар охшаш пети келиду; һәққаний вә рәзил кишигә, меһриван кишигә, пак вә напак, қурбанлиқ қилғучи вә қурбанлиқ қилмиғучиғиму охшаш қисмәт болиду; яхши адәмгә қандақ болса, гунакарға шундақ болиду; қәсәм ичкүчигә вә қәсәм ичиштин қорққучиғиму охшаш болиду.