14Ават күнидә һозур ал; вә яман күнидиму шуни ойлап көр: — Худа уларниң бирини, шундақла йәнә бириниму тәң яратқандур; шуниң билән инсан өзи кәткәндин кейин болидиған ишларни билип йетәлмәйду.
15Мән буниң һәммисини бемәнә күнлиримдә көрүп йәттим; һәққаний бир адәмниң өз һәққанийлиғи билән йоқилип кәткәнлигини көрдүм, шуниңдәк рәзил бир адәмниң өз рәзиллиги билән өмрини узаратқанлиғини көрдүм.
16Өзүңни дәп һәддидин зиядә һәққаний болма; вә өзүңни дәп һәддидин зиядә дана болма; сән өз-өзүңни алақзадә қилмақчимусән?
17Өзүңни дәп һәддидин зиядә рәзил болма, яки ахмақ болма; өз әҗилиң тошмай туруп өлмәкчимусән?
18Шуңа, бу агаһни чиң тут, шуниңдин у агаһниму қолуңдин бәрмигиниң яхши; чүнки Худадин қорқидиған киши һәр иккиси билән утуқлуқ болиду.
19Даналиқ дана кишини бир шәһәрни башқуридиған он һөкүмрандин зиядә күчлүк қилиду.
20Бәрһәқ, йәр йүзидә дайим меһриванлиқ жүргүзидиған, гуна садир қилмайдиған һәққаний адәм йоқтур.
21Йәнә, хәқләрниң һәммила гәп-сөзлиригә анчә диққәт қилип кәтмә; болмиса, өз хизмәткариңниң саңа ләнәт оқуғанлиғини аңлап қелишиң мүмкин.