22Чүнки инсан қуяш астида өзини упритип, өзиниң барлиқ әмгигидин вә көңлиниң интилишлиридин немигә егә болиду?
23Чүнки униң барлиқ күнлири азаплиқтур, униң әҗри ғәшликтур; һәтта кечидә униң көңли һеч арам тапмайду. Буму бимәниликтур.
24Инсан үчүн шуниңдин башқа яхши иш йоқки, у йейиши, ичиши, өз җенини өз әҗридин һозур алдурушидин ибарәттур; буни Худаниң қолидиндур, дәп көрүп йәттим.
25Чүнки униңсиз ким йейәлисун яки бесип ишлийәлисун?
26Чүнки у өз нәзиригә яқидиған адәмгә даналиқ, билим вә шатлиқни ата қилиду; бирақ гунакар адәмгә у мал-мүлүк жиғип-топлашқа җапалиқ әмгәкни бериду, шуниңдәк у жиғип-топлиғинини Худаниң нәзиридә яхши болғанға тапшуридиған қилиду. Буму бимәнилик вә шамални қоғлиғандәк иштин ибарәттур.