Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Һекмәт топлиғучи - Һекмәт топлиғучи 11

Һекмәт топлиғучи 11:3-9

Help us?
Click on verse(s) to share them!
3Булутлар ямғурға толған болса, өзлирини зимин үстигә бошитиду; дәрәқ шимал тәрәпкә өрүлсә, яки җәнуп тәрәпкә өрүлсә, қайси тәрәпкә чүшкән болса, шу йәрдә қалиду.
4Шамални күзитидиғанлар териқчилиқ қилмайду; булутларға қарайдиғанлар орма ормайду.
5Сән шамалниң йолини билмигиниңдәк яки бойида барниң һамилисиниң устиханлириниң балиятқуда қандақ өсидиғанлиғини билмигиниңдәк, сән һәммини ясиғучи Худаниң қилғинини билмәйсән.  
6Сәһәрдә уруғуңни териғин, кәчтиму қолуңни иштин қалдурма; чүнки немә ишниң, у яки бу ишниң пайдилиқ болидиғанлиғини вә яки һәр иккисиниң охшашла яхши болидиғанлиғини билмәйсән.
7Нур шерин болиду, аптапни көрүшму һозурлуқ иштур.
8Шуңа бириси көп жил яшиған болса, буларниң һәммисидин һозур алсун. Һалбуки, у йәнә қараңғулуқ күнлирини есидә тутсун, чүнки улар көп болиду; кәлгүсидики ишларниң һәммиси бимәниликтур!
9Яшлиғиңдин һозур ал, и жигит; яшлиғиң күнлиридә көңлүң өзүңгә хошаллиқни йәткүзгәй; көңлүң халиқини бойичә вә көзлириң көргини бойичә жүргин; бирақ шуни билгинки, буларниң һәммиси үчүн Худа сени сораққа тартиду.

Read Һекмәт топлиғучи 11Һекмәт топлиғучи 11
Compare Һекмәт топлиғучи 11:3-9Һекмәт топлиғучи 11:3-9