3Булутлар ямғурға толған болса, өзлирини зимин үстигә бошитиду; дәрәқ шимал тәрәпкә өрүлсә, яки җәнуп тәрәпкә өрүлсә, қайси тәрәпкә чүшкән болса, шу йәрдә қалиду.
4Шамални күзитидиғанлар териқчилиқ қилмайду; булутларға қарайдиғанлар орма ормайду.
5Сән шамалниң йолини билмигиниңдәк яки бойида барниң һамилисиниң устиханлириниң балиятқуда қандақ өсидиғанлиғини билмигиниңдәк, сән һәммини ясиғучи Худаниң қилғинини билмәйсән.