3Ахмақ киши һәтта йолда меңиватқандиму, униң әқли кам болғачқа, у ахмақ екәнлигини һәммигә аян қилиду.
4Һөкүмдарниң саңа аччиғи кәлсә, орнуңдин истепа бәрмә; чүнки тинич-сәвричанлиқ хата-сәһвәнликтин болған зор хапилиқни тиничлитиду.
5Қуяш астида яман бир ишни көрдумки, у һөкүмдардин чиққан бир хата иштур —
6ахмақлар жуқури мәнсәптә, шуниң билән тәң байлар пәс орунда олтириду;
7мән қулларниң атқа мингәнлигини, әмирләрниң қуллардәк пиядә маңғанлиғини көрдум.