6Әнди уларниң бундақ дейиштики нийити, уни қапқанқа чүшүрүп, униң үстидин әрз қилғидәк бирәр банә издәш еди. Амма Әйса еңишип, бармиғи билән йәргә бир немиләрни язғили турди.
7Улар шу соални тохтимай соравататти, у руслинип уларға: — Араңлардики ким гунасиз болса, бу аялға биринчи ташни атсун! — деди.
8Андин у йәнә еңишип, йәргә йезишни давамлаштурди.
9Улар бу сөзни аңлап, алди билән яшанғанлири, андин қалғанлири бир-бирләп һәммиси у йәрдин чиқип кетишти. Ахирида Әйса оттурида өрә турған һелиқи аял билән ялғуз қалди.
10Әйса руслинип туруп, шу аялдин башқа һеч кимни көрмигән болуп, униңдин: Ханим, саңа һелиқи шикайәт қилғанлар қени? Сени гунаға бекитидиған һеч ким чиқмидиму? — дәп соривиди,
11— Һәзрәтлири, һеч ким чиқмиди, — деди аял. Әйса: — Мәнму сени гунаға бекитмәймән. Барғин, буниңдин кейин йәнә гуна қилмиғин! — деди.