28Шуңа Әйса мундақ деди: Силәр Инсаноғлини көтәргәндин кейин, мениң «Әзәлдин Бар Болғучи» екәнлигимни билисиләр вә шундақла һеч ишни өзлүгүмдин қилмиғанлиғимни, пәқәт Атиниң маңа үгәткининила сөзлигәнлигимниму билисиләр.
29Мени Әвәткүчи мән билән биллидур, У мени әсла ялғуз қоймиди, чүнки мән һемишә Уни хурсән қилидиған ишларни қилимән.
30Әйса бу сөзләрни қиливатқан чағниң өзидә, нурғун кишиләр униңға етиқат қилди.
31Әйса өзигә етиқат қилған Йәһудийларға: — Әгәр мениң сөз-каламимдин чиқмай турсаңлар, мениң һәқиқий мухлислирим болған болисиләр,