Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Юһанна - Юһанна 8

Юһанна 8:2-25

Help us?
Click on verse(s) to share them!
2Әтиси сәһәрдә, у йәнә ибадәтхана һойлилириға кирди вә халайиқниң һәммиси униң йениға келишкән еди. У олтирип, уларға тәлим беришкә башлиди.
3Шу чағда, Тәврат устазлири билән Пәрисийләр зина қилип тутулуп қалған бир аялни униң алдиға елип келишти. Улар аялни оттуриға чиқирип,
4униңдин: — Устаз, бу аял дәл зина үстидә тутувелинди.
5Муса пәйғәмбәр Тәврат қанунида бизгә мушундақ аялларни чалма-кесәк қилип өлтүрүшни әмир қилған. Әнди сәнчә, уни қандақ қилиш керәк? — дәп сорашти.  
6Әнди уларниң бундақ дейиштики нийити, уни қапқанқа чүшүрүп, униң үстидин әрз қилғидәк бирәр банә издәш еди. Амма Әйса еңишип, бармиғи билән йәргә бир немиләрни язғили турди.
7Улар шу соални тохтимай соравататти, у руслинип уларға: — Араңлардики ким гунасиз болса, бу аялға биринчи ташни атсун! — деди.
8Андин у йәнә еңишип, йәргә йезишни давамлаштурди.
9Улар бу сөзни аңлап, алди билән яшанғанлири, андин қалғанлири бир-бирләп һәммиси у йәрдин чиқип кетишти. Ахирида Әйса оттурида өрә турған һелиқи аял билән ялғуз қалди.
10Әйса руслинип туруп, шу аялдин башқа һеч кимни көрмигән болуп, униңдин: Ханим, саңа һелиқи шикайәт қилғанлар қени? Сени гунаға бекитидиған һеч ким чиқмидиму? — дәп соривиди,
11— Һәзрәтлири, һеч ким чиқмиди, — деди аял. Әйса: — Мәнму сени гунаға бекитмәймән. Барғин, буниңдин кейин йәнә гуна қилмиғин! — деди.  
12Шуңа Әйса йәнә көпчиликкә сөз қилип: — Дунияниң нури өзүмдурмән. Маңа әгәшкәнләр қараңғулуқта маңмайду, әксичә һаятлиқ нуриға еришиду, — деди.
13Пәрисийләр: — Сән өзүңгә өзүң гувалиқ бериватисән. Шуңа сениң гувалиғиң раст һесапланмайду, — дейишти.
14Әйса уларға җавапән мундақ деди: — Һәтта мән өзүмгә гувалиқ бәрсәмму, гувалиғим һәқтур, чүнки мән өзүмниң қәйәрдин кәлгәнлигимни вә қәйәргә баридиғанлиғимни билимән. Лекин силәр қәйәрдин кәлгәнлигимни вә қәйәргә баридиғанлиғимни билмәйсиләр.
15Силәр әт егилириниң өлчими бойичә һөкүм қилисиләр. Бирақ мән һеч кимниң үстигә һөкүм қилмаймән.
16Мән һөкүм қилсамму, һөкүмүм һәқиқийдур; чүнки мән ялғуз әмәс, бәлки мени әвәткән Ата бу ишта мән билән биллидур.
17Силәргә тәвә болған Тәврат қанунида: «Икки адәмниң гувалиғи болса раст һесаплиниду» дәп пүтүлгәндур.   
18Раст, мән өзүм тоғрамда өзүм гувалиқ беримән, вә мени әвәткән Атиму мениң тоғрамда гувалиқ бериду.
19Улар униңдин: — Атаң қәйәрдә? — дәп сорашти. Әйса уларға җавап берип: — Силәр я мени тонумайсиләр, я Атамни тонумайсиләр; мени тонуған болсаңлар, Атамниму тонуйттуңлар, — деди.
20Әйса бу сөзләрни ибадәтханида тәлим бәргинидә, сәдиқә сандуғиниң алдида туруп ейтқан еди. Бирақ һеч ким уни тутмиди, чүнки униң вақит-саити техи йетип кәлмигән еди.  
21Шуниң билән у уларға йәнә: Мән бу йәрдин кетимән; силәр мени издәйсиләр, лекин өз гунайиңлар ичидә өлисиләр. Мән кетидиған йәргә силәр баралмайсиләр, — деди.
22Буниң билән Йәһудийлар: — У: «Мән кетидиған йәргә силәр баралмайсиләр» дәйду. Бу униң өзини өлтүрүвалимән дегинимиду? — дейишти.
23Әйса уларға: — Силәр төвәндиндурсиләр, мән жуқуридиндурмән. Силәр бу дуниядиндурсиләр, мән бу дуниядин әмәсмән.
24Шуниң үчүн силәргә: «Гуналириңлар ичидә өлисиләр» дедим. Чүнки силәр мениң «Әзәлдин Бар Болғучи» екәнлигимгә ишәнмисәңлар, гуналириңлар ичидә өлисиләр, — деди.  
25Сән зади ким? — дәп сорашти улар. Әйса уларға: — Башта силәргә немә дегән болсам, мән шу.

Read Юһанна 8Юһанна 8
Compare Юһанна 8:2-25Юһанна 8:2-25