25Шуңа башқа мухлислар униңға: — Биз Рәбни көрдуқ! — дейишти. Лекин Томас уларға: — Униң қоллирида миқларниң изини көрмигичә, миқларниң изиға өз бармиғимни вә биқиниға өз қолумни тиқип бақмиғичә, һәргиз ишәнмәймән, — деди.
26Сәккиз күндин кейин, мухлислар йәнә шу өй ичидә җәм болғанда, Томасму улар билән биллә еди. Ишикләр тақақлиқ турсиму, Әйса келип уларниң арисида туруп: — Силәргә аман-хатирҗәмлик болғай! — деди.
27Андин у Томасқа: — Бармиғиңни бу йәргә тәккүзүп, қоллиримға қара. Қолуңни узитип, биқинимға тиқип, гуманда болмай, ишәнгүчи болғин! — деди.
28Томас униңға: — Мениң Рәббим һәм мениң Худайимсән! — дәп җавап бәрди.
29Әйса униңға: — Мени көргәнлигиң үчүн ишәндиң. Көрмәй туруп ишәнгүчиләр бәхитликтур! — деди.
30Әйса мухлислириниң алдида бу китапта хатириләнмигән башқа нурғун мөҗизилик аламәтләрниму көрсәтти.
31Лекин мушулар силәрни Әйсаниң Мәсиһ, шундақла Худаниң Оғли екәнлигигә ишәнсун һәм бу арқилиқ униңға етиқат қилип, униң нами арқилиқ һаятлиққа еришсун, дәп йезилди.