Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Юһанна - Юһанна 19

Юһанна 19:18-25

Help us?
Click on verse(s) to share them!
18Улар уни шу йәрдә йәнә икки киши билән тәң кресткә тартти; бу тәрипидә бириси, у тәрипидә бириси вә Әйса уларниң оттурисида кресткә тартилди.
19Пилатус тахтиға елан йезип кресткә бекитип қойди. Униңға: — «Насарәтлик Әйса — Йәһудийларниң падишаһи» дәп йезилған еди.
20Әйса крестлинидиған йәр шәһәргә йеқин болғачқа, нурғун Йәһудийлар тахтидики сөзләрни оқуди. Тахтидики сөзләр ибранийчә, латинчә вә грекчә йезиқта йезилған еди.
21Шуңа Йәһудийларниң баш каһинлири Пилатусқа: — «Йәһудийларниң падишаһи» дәп язмаң, бәлки «У өзини мән Йәһудийларниң падишаһи, дегән» дәп йезиң, — дейишти.
22Бирақ Пилатус җавапән: — Язидиғанни йезип болдум! — деди.
23Ләшкәрләр Әйсани крестлигәндин кейин, униң кийимлирини елип, төрткә бөлүп, һәр бир ләшкәр бир үлүштин елишти; улар һәм ичидики узун көйнәкниму елишти; лекин бу көйнәк тикилмигән, үстидин айиғиғичә бир пүтүн тоқулған еди.
24Шуниң үчүн ләшкәрләр бир-биригә: — Буни житмайли, бәлки чәк тартишайли, кимгә чиқса шу алсун, — дейишти. Бу ишлар муқәддәс язмилардики муну сөзләр әмәлгә ашурулуш үчүн йүз бәрди: — «Улар мениң кийимлиримни өз арисида үләшти, Мениң көйнигимгә еришиш үчүн чәк ташлашти». Дәрвәқә, ләшкәрләр шундақ қилишти.  
25Әйсаниң крестиниң йенида аниси, анисиниң сиңлиси, Клопасниң аяли Мәрйәм вә Магдаллиқ Мәрйәмләр туратти.   

Read Юһанна 19Юһанна 19
Compare Юһанна 19:18-25Юһанна 19:18-25