Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Юһанна - Юһанна 11

Юһанна 11:30-38

Help us?
Click on verse(s) to share them!
30(шу пәйттә Әйса техи йезиға кирмигән болуп, Марта униң алдиға меңип, учришип қалған йәрдә еди).
31Әнди Мәрйәмгә тәсәлли бериватқан, өйдә униң билән олтарған Йәһудийлар униң алдирап қопуп сиртқа чиқип кәткинини көрүп, уни қәбиргә берип шу йәрдә жиға-зерә қилғили кәтти, дәп ойлап, униң кәйнидин меңишти.
32Мәрйәм әнди Әйса бар йәргә барғанда уни көрүп, айиғиға өзини етип: — И Рәб, бу йәрдә болған болсаң, иним өлмигән болатти! — деди.
33Әйса Мәрйәмниң жиға-зерә қилғинини, шундақла униң билән биллә кәлгән Йәһудий хәлиқниң жиға-зерә қилишқинини көргәндә, роһида қаттиқ пиған чекип, көңли толиму беарам болди вә:
34— Уни қәйәргә қойдуңлар? — дәп сориди. — И Рәб, келип көргин, — дейишти улар.
35Әйса көз йеши қилди.   
36Йәһудий хәлқи: — Қараңлар, у уни қанчилик сөйгән! — дейишти.
37Вә улардин бәзилири: — Қариғуниң көзини ачқан бу киши кесәл адәмни өлүмдин сақлап қалалмасмиди? — дейишти.
38Әйса ичидә йәнә қаттиқ пиған чекип, қәбирниң алдиға барди. Қәбир бир ғар еди; униң кириш ағзиға чоң бир таш қоюқлуқ еди.

Read Юһанна 11Юһанна 11
Compare Юһанна 11:30-38Юһанна 11:30-38