Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Римлиқларға - Римлиқларға 6

Римлиқларға 6:10-14

Help us?
Click on verse(s) to share them!
10Чүнки Униң өлүми, У гунани бир тәрәп қилиш үчүн пәқәт бир қетимлиқ өлди; Униң һазир яшаватқан һаяти болса, У Худаға йүзлинип яшаватқан һаяттур.   
11Шуниңға охшаш, силәрму өзүңларни гунаға нисбәтән өлгән, амма Мәсиһ Әйсада болуп Худаға йүзлинип тирик дәп һесаплаңлар.
12Шуңа гунаниң өлидиған тениңларда һөкүмранлиқ қилишиға йол қоймаңлар, униң рәзил арзу-һәвәслиригә бойсунмаңлар,
13шуниңдәк тениңларниң һеч әзасини һәққанийәтсизлиққа қурал қилип гунаға тутуп бәрмәңлар. Әксичә, өлүмдин тирилдүрүлгәнләрдәк, өзүңларни Худаға атаңлар һәмдә тениңлардики әзаларни һәққанийәтниң қурали қилип Худаға атаңлар.
14Гуна силәрниң үстүңларға һеч һөкүмранлиқ қилмайду; чүнки силәр Тәврат қануниниң астида әмәс, бәлки Худаниң меһри-шәпқити астида яшаватисиләр.

Read Римлиқларға 6Римлиқларға 6
Compare Римлиқларға 6:10-14Римлиқларға 6:10-14