6буниң билән силәр Худани, йәни Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Атисини бир җан бир дил билән бир еғиздин улуқлиғайсиләр.
7Шуңа, Мәсиһ силәрни қобул қилип, Худаға шан-шәрәп кәлтүргинидәк, силәрму бир-бириңларни қобул қилиңлар.
8Чүнки силәргә шуни ейтимәнки, Әйса Мәсиһ Худаниң ата-бовиларға бәргән вәдилирини испатлаш үчүн, шу арқилиқ әлләрму Худаниң рәһим-шәпқитини көрүп уни улуқлиши үчүн, хәтнә қилинғанларға Худаниң һәқиқитини йәткүзгүчи хизмәткар сүпитидә тайинланди. Бу худди муқәддәс язмиларда: — «Шуңа Саңа әлләр арисида мәдһийә оқуймән, Вә Сениң намиңни күйләймән» — дәп йезилған еди.