Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Римлиқларға - Римлиқларға 15

Римлиқларға 15:14-20

Help us?
Click on verse(s) to share them!
14И қериндашлирим, көңлүңларниң меһриванлиқ билән толғанлиғиға, мол билимләр билән толуқ безәлгәнлигигә, шундақла бир-бириңларға өз ара җекиләп берәләйдиғанлиғиңларғиму қайилмән.
15Шундақ болсиму, Худа маңа ата қилған шапаәт түпәйлидин мән силәргә бир қисим тәрәпләрдин нәччә ишларни әслитип қоюшқа сәл җүръәтлик болуп ушбу хәтни язмақтимән.
16Шу шапаәт билән мән Худаниң хуш хәвирини йәткүзүп каһиндәк Униң ибадитини һәммә йәрдә вуҗудқа кәлтүрүш хизмитидә Йәһудий әмәс әлләргә Мәсиһ Әйсаниң хизмәткари болуп тайинландим. Бу хизмитимниң мәхсити әлләрниң Худаға сунидиған ибадити Муқәддәс Роһ арқилиқ пак-муқәддәс қилинип, Худани хурсән қилидиған қурбанлиқтәк Униң қобул қилишиға лайиқ болуши үчүндур.
17Шуниң үчүн Мәсиһ Әйсада болғанлиғимдин Худаниң маңа тапшурғанлиридин пәхирлинимән.
18Чүнки әлләрниң Худаға итаәт қилиши үчүн Мәсиһниң маңа қилдурғанлиридин башқа һеч немини тилға елишқа һәддим әмәс. Сөз вә әмәлләр арқилиқ, аламәтлик мөҗизиләр вә карамәтләр арқилиқ, Муқәддәс Роһниң күч-қудрити билән Йерусалимдин башлап Иллирикон өлкисгичә айлинип һәммә йәрдә Мәсиһниң хуш хәвирини толуқ җакалидим.
20Шундақ қилип башқилар салған һулниң үстигә бена салмаслиқ үчүн, әзәлдин Мәсиһниң нами аңланмиған йәрләрдә бу хуш хәвәрни җакалашқа интилип кәлдим.

Read Римлиқларға 15Римлиқларға 15
Compare Римлиқларға 15:14-20Римлиқларға 15:14-20