Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Луқа - Луқа 9

Луқа 9:51-61

Help us?
Click on verse(s) to share them!
51Вә шундақ болдики, униң асманға елип кетилидиған күнлириниң тошушиға аз қалғанда, у қәтъийлик билән йүзини Йерусалимға беришқа қаратти.   
52Шуниң үчүн у алдин әлчиләрни әвәтти. Улар йолға чиқип, униң келишигә тәйярлиқ қилиш үчүн Самарийә өлкисидики бир йезиға кирди.
53Бирақ у йүзини Йерусалимға қаратқанлиғи түпәйлидин йезидикиләр Әйсани қобул қилмиди.   
54Униң мухлислиридин Яқуп билән Юһанна бу ишни көрүп: — И Рәб, уларни көйдүрүп йоқитиш үчүн Илияс пәйғәмбәрдәк асмандин от йеғишини чиқиришимизни халамсән? — деди.
55Лекин у бурулуп уларни әйипләп: «Силәр қандақ роһтин болғанлиғиңларни билмәйдикәнсиләр» — деди.
56Андин улар башқа бир йезиға өтүп кәтти.
57Вә шундақ болдики, улар йолда кетиватқанда, бириси униңға: — И Рәб, сән қәйәргә барма, мән саңа әгишип маңимән, — деди.
58Әйса униңға: — Түлкиләрниң өңкүрлири, асмандики қушларниң угилири бар. Бирақ Инсаноғлиниң бешини қойғидәк йериму йоқ, — деди.
59У йәнә башқа бирисигә: — Маңа әгәшкин! — деди. Лекин у: — Рәб, авал берип атамни йәрликкә қойғили иҗазәт бәргәйсән, — деди.  
60Лекин Әйса униңға — Өлүкләр өз өлүклирини көмсун! Бирақ сән болсаң, берип Худаниң падишаһлиғини җакалиғин, — деди.  
61Йәнә бириси: — Әй Рәб, мән саңа әгишимән, лекин авал өйүмгә берип, өйдикилирим билән хошлишишимға иҗазәт бәргәйсән, — деди.

Read Луқа 9Луқа 9
Compare Луқа 9:51-61Луқа 9:51-61