Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Луқа - Луқа 9

Луқа 9:19-46

Help us?
Click on verse(s) to share them!
19Улар җавапән: — Бәзиләр сени Чөмүлдүргүчи Йәһя, бәзиләр Иляс пәйғәмбәр, вә йәнә бәзиләр қедимки пәйғәмбәрләрдин бири тирилипту дәйду, — деди.
20У улардин: — Силәрчу? Силәр мени ким дәп билисиләр? — дәп сориди. Петрус җавап берип: — Сән Худаниң Мәсиһидурсән, — деди.
21У уларға қаттиқ җекиләп, бу ишни һеч кимгә тинмаңлар, дәп тапилиди.
22— Чүнки Инсаноғлиниң нурғун азап-оқубәт тартиши, ақсақаллар, баш каһинлар вә Тәврат устазлири тәрипидин чәткә қеқилиши, өлтүрүлүши вә үч күндин кейин тирилдүрүлүши муқәррәр, — деди.
23Андин у уларниң һәммисигә мундақ деди: — Кимдәким маңа әгишишни нийәт қилса, өзидин кечип, һәр күни өзиниң крестини көтирип маңа әгәшсун!   
24Чүнки кимдәким өз һаятини қутқузимән дәйдикән, чоқум униңдин мәһрум болиду, лекин мән үчүн өз һаятидин мәһрум болған киши һаятини қутқузиду.
25Чүнки бир адәм пүтүн дунияға егә болуп, өзини һалак қилса яки өзидин мәһрум қалса, буниң немә пайдиси болсун?!
26Чүнки кимдәким мәндин вә мениң сөзлиримдин номус қилса, Инсаноғли өзиниң шан-шәриви ичидә, униң Атисиниң вә муқәддәс пәриштиләрниң шан-шәриви ичидә қайтип кәлгинидә униңдинму номус қилиду.   
27Лекин мән дәрһәқиқәт силәргә шуни ейтип қояйки, бу йәрдә турғанларниң арисидин өлүмниң тәмини тетиштин бурун җәзмән Худаниң падишаһлиғини көридиғанлар бардур.
28Бу сөзләрдин тәхминән сәккиз күн кейин шундақ болдики, у Петрус, Юһанна вә Яқупни елип, дуа қилиш үчүн бир таққа чиқти.
29У дуа қиливатқинида, униң йүзиниң қияпити өзгәрди вә кийимлири апақ болуп чақмақтәк чақниди.
30Вә мана, икки адәм пәйда болуп униң билән сөзлишишиватқан еди; улар Муса вә Иляс пәйғәмбәрләр еди.
31Улар парлақ җула ичидә аян болуп, униң билән Йерусалимда ада қилидиған «дуниядин өтүп кетиш»и тоғрисида сөһбәтләшти.
32Әнди Петрус вә униң һәмраһлирини хелә үгидәк басқан еди; лекин уларниң уйқиси толуқ ечилғанда улар униң шан-шәривини вә униң билән биллә турған икки адәмзатни көрди.
33Вә шундақ болдики, бу иккиси Әйсадин айриливатқанда, Петрус өзиниң немини дәватқанлиғини билмигән һалда Әйсаға: — Устаз, бу йәрдә болғинимиз интайин яхши болди! Бирини саңа, бирини Мусаға, йәнә бирини Илясқа атап бу йәргә үч кәпә ясайли, — деди.
34Лекин у бу гәпләрни қиливатқанда, бир парчә булут пәйда болуп уларни қапливалди; улар булут ичигә кирип қалғинида қорқушуп кәтти.
35Булуттин туюқсиз бир аваз аңлинип: — Бу Мениң сөйүмлүк Оғлумдур. Униңға қулақ селиңлар! — деди.  
36Аваз аңланғандин кейин, қариса, Әйса өзи ялғуз қалған еди. Улар сүкүт қилип қелишти вә шу күнләрдә өзлири көргән ишлардин һеч қайсисини һеч кимгә ейтмиди.
37Әтиси, улар тағдин чүшкән вақтида, зор бир топ кишиләр уни қарши алди.
38Мана, топниң арисидин бирәйлән вақирап: — Устаз, өтүнүп қалай, оғлумға ичиңни ағритип қарап қойғайсән! Чүнки у мениң бирла балам еди.
39Мана, уни дайим бир роһ тутувелип, у өзичила вақирап-җақирап кетидиған болуп қалди; у униң бәдинини тартиштуруп, ағзидин ақ көпүк кәлтүрүветиду. Җин уни дайим дегидәк қийнап, униңға һеч арам бәрмәйду.
40Мән мухлислириңиздин роһни һайдиветишни өтүнүвидим, бирақ улар ундақ қилалмиди, — деди.
41Әйса җавапән: — Әй етиқатсиз вә тәтүр дәвир, силәр билән қачанғичә туруп, силәргә сәвир қилай? — Оғлуңни алдимға елип кәлгин — деди.
42Бала техи йолда келиватқанда, җин уни жиқитип, пүтүн бәдинини тартиштурди. Әйса напак роһқа тәнбиһ берип, балини сақайтти вә уни атисиға қайтуруп бәрди.
43Һәммәйлән Худаниң шәрәплик күч-қудритигә қин-қиниға патмай тәәҗҗүпләнди. Һәммиси Әйсаниң қилғанлириға һәйран қелишип турғанда, у мухлислириға мундақ ейтти:
44— Бу сөзләрни қулақлириңларға убдан сиңдүрүп қоюңлар. Чүнки Инсаноғли пат арида сатқунлуқтин инсанларниң қолиға тапшуруп берилиду, — деди.
45Бирақ улар бу сөзни чүшинәлмиди. Буниң мәниси улар чүшинип йәтмисун үчүн улардин йошурулған еди. Улар униңдин бу сөз тоғрилиқ сорашқиму петиналмиди.  
46Әнди мухлислар арисида улардин кимниң әң улуқ болидиғанлиғи тоғрилиқ талаш-тартиш пәйда болди.

Read Луқа 9Луқа 9
Compare Луқа 9:19-46Луқа 9:19-46