Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Луқа - Луқа 2

Луқа 2:6-10

Help us?
Click on verse(s) to share them!
6Вә шундақ болдики, улар Бәйт-Ләһәмдә турған вақтида Мәрйәмниң туғутиниң ай-күни тошуп қалди.
7Бирақ сарайда уларға орун болмиғачқа, Мәрйәм шу йәрдә тунҗа оғлини туққанда уни закилап, еғилдики оқурға ятқузди.  
8Шу йәрниң әтрапидики бәзи падичилар далада туратти; улар кечичә түнәп, падисиға қарайтти.
9Вә мана, Пәрвәрдигарниң бир пәриштиси уларниң алдида туратти; Пәрвәрдигарниң парлақ шәриви уларниң әтрапини йорутувәтти. Улар интайин бәк қорқуп кәтти.
10Бирақ пәриштә уларға: — Қорқмаңлар! Чүнки мана, пүтүн хәлиққә хошаллиқ болидиған бир хуш хәвәрни силәргә елан қилимән.

Read Луқа 2Луқа 2
Compare Луқа 2:6-10Луқа 2:6-10