Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Луқа - Луқа 2

Луқа 2:18-24

Help us?
Click on verse(s) to share them!
18Буни аңлиғанларниң һәммиси падичиларниң дегәнлиригә интайин һәйран қелишти.
19Мәрйәм болса бу ишларниң һәммисини көңлигә пүкүп, чоңқур ойлинип жүрәтти.
20Падичилар көргән вә аңлиғанлириниң һәммиси үчүн Худани улуқлап, мәдһийә оқушқан пети қайтишти; барлиқ ишлар дәл уларға хәвәрләндүрүлгәндәк болуп чиққан еди.
21Бовақни хәтнә қилиш вақти, йәни сәккизинчи күни тошқанда, униңға Әйса дәп исим қоюлди. Пәриштә бу исимни у техи анисиниң балиятқусида апиридә болмайла қойған еди.
22Әнди Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә Йүсүп билән Мәрйәмниң паклиниш вақти тошқанда улар балини Пәрвәрдигарға атап тапшуруш үчүн Йерусалимға елип барди   
23(Пәрвәрдигарниң Тәврат қанунида: «Барлиқ тунҗа оғул Пәрвәрдигарға муқәддәс мәнсуп атилиши керәк» дәп йезилғинидәк)   
24вә шундақла Пәрвәрдигарниң Тәврат қанунида дейилгини бойичә, бир җүп пахтәк яки икки кәптәр балисини қурбанлиққа сунуш керәк еди.  

Read Луқа 2Луқа 2
Compare Луқа 2:18-24Луқа 2:18-24