Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Луқа - Луқа 21

Луқа 21:9-32

Help us?
Click on verse(s) to share them!
9Силәр уруш вә топилаңларниң хәвирини аңлиған вақтиңлардиму вәһимигә чүшмәңлар; чүнки бу ишларниң авал йүз бериши муқәррәр. Лекин булар, заман ахири йетип кәлди, дегәнлик әмәс.
10Андин у йәнә мундақ деди: — Бир милләт йәнә бир милләт билән урушқа чиқиду, бир падишаһлиқ йәнә бир падишаһлиқ билән урушқа чиқиду.   
11Җай-җайларда шиддәтлик йәр тәврәшләр, ачарчилиқлар вә вабалар болиду, йәр йүзидә вәһшәтләр вә асманда һәйвәтлик аламәтләр көрүниду.
12Бирақ бу һәр бир вақиәләр йүз бериштин илгири, кишиләр силәргә қол селип тутқун қилиду вә силәргә зиянкәшлик қилип, силәрни синагогларниң сорақлириға тапшуриду, зинданларға ташлайду; улар мениң намим түпәйлидин силәрни падишаһ вә һөкүмдарларниң алдиға елип бариду,
13вә буниң билән уларниң алдида гувалиқ бериш пурситиңлар чиқиду.
14Униң үчүн әрзгә қандақ җавап бериш тоғрисида алдин-ала һеч ойланмаслиққа қәлбиңларда қәтъий нийәт қилиңлар.
15Чүнки мән силәргә барлиқ дүшмәнлириңлар рәддийә вә рәт қилалмиғидәк пасаһәтлик тил вә данишмәнлик ата қилимән.
16Һәтта ата-ана, ака-ука, уруқ-туққан вә яр-бурадәрлириңларму силәргә хаинлиқ қилип тутуп бериду вә улар араңлардики бәзилириңларни өлтүриду.   
17Силәр мениң намим түпәйлидин һәммә адәмниң нәпритигә учрайсиләр.
18Һалбуки, бешиңлардики бир тал чачму һалак болмайду!
19Сәвир-чидамлиқ болғиниңларда, җениңларға егә болалайсиләр.
20— Лекин Йерусалимниң дүшмән қошунлири тәрипидин қоршивелинғанлиғини көргиниңларда, униң вәйран болуш вақти йеқинлишип қапту, дәп билиңлар.
21У чағда Йәһудийә өлкисидә туруватқанлар тағларға қачсун, шәһәр ичидә туруватқанлар униңдин чиқип кәтсун, йезиларда туруватқанлар шәһәргә кирмисун.
22Чүнки шу чағ «интиқам җазасини тартидиған күнләр»дур; шуниң билән муқәддәс язмиларда барлиқ пүтүлгәнләр әмәлгә ашурулиду.  
23Әнди шу күнләрдә һамилдар аяллар вә бала емитидиғанларниң һалиға вай! Чүнки бу зиминда еғир қисчилиқ болиду вә әрштики ғәзәп бу хәлиқниң бешиға чүшиду;
24Улар қиличниң бисида жиқитилиду вә тутқун қилинип, барлиқ әлләргә елип кетилиду; «ят әлләрниң вақти» тошқичә, Йерусалим ят әлләрниң аяқ астида қалиду.  
25— Қуяш, ай, юлтузлардиму аламәтләр болиду; йәр йүзидики әлләр арисида деңиз-океанларниң гүлдүрлишидин вә долқунларниң давалғушлиридин паракәндичилик болиду.
26Адәмләр қорқуп, йәр йүзигә келидиған апәтләрни вәһимә ичидә күтүп әс-һошини йоқитиду; чүнки асмандики күчләр ләрзигә келиду.
27Андин кишиләр Инсаноғлиниң күч-қудрәт вә улуқ шан-шәрәп билән бир булут ичидә келиватқанлиғини көриду.
28Лекин бу аламәтләр көрүнүшкә башлиғанда, қәддиңларни руслап бешиңларни көтириңлар, чүнки бу силәрни азат қилиштики ниҗат йеқинлашти, дегәнликтур.
29У уларға мундақ бир тәмсилни сөзләп бәрди: — Әнҗир дәриғи вә башқа барлиқ дәрәқләргә қараңлар.
30Уларниң йеңидин бихланғанда уларға қарап, өзүңлар язниң йетип келишигә аз қалғанлиғини билисиләр.
31Шуниңдәк, бая дейилгән аламәтләрниң йүз бериватқанлиғини көргиниңларда, Худаниң падишаһлиғиниң йеқин қалғалнлиғини билиңлар.
32Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, бу аламәтләрниң һәммиси әмәлгә ашурулмай туруп, бу дәвир өтмәйду.

Read Луқа 21Луқа 21
Compare Луқа 21:9-32Луқа 21:9-32