Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Луқа - Луқа 13

Луқа 13:11-17

Help us?
Click on verse(s) to share them!
11Мана шу йәрдә он сәккиз жилдин бери зәипләштүргүчи бир җин тәрипидин тутулуп, дөмчийип өрә туралмайдиған бир аял бар еди.
12Әйса уни көргәндә, йениға чақирип: — Ханим, сән бу зәиплигиңдин азат болдуң! — деди.
13Андин у қолини униң учисиға қоювиди, аял дәрһал руслинип тик туруп, Худани улуқлиди.
14Бирақ синагогниң чоңи Әйсаниң шабат күни кесәл сақайтқинидин ғәзәплинип, көпчиликкә: — Адәмләр иш қилиш керәк болған алтә күн бар, шу күнләрдә келип сақайтилиңлар; лекин шабат күнидә ундақ қилмаңлар, — деди.  
15Шуңа Рәб униңға мундақ җавап бәрди: — Әй сахтипәзләр! Һәр бириңлар шабат күни топақ вә ешигиңларни оқурдин йешип, суғарғили башлимамсиләр?!   
16Әнди Шәйтан мана он сәккиз жил боғуп кәлгән, Ибраһимниң бир қизи болған бу аял дәл шабат күнидә бу сиртмақтин бошитилса, бу шабат күниниң яришиқи болмамду?!
17У мошу сөзни қилғанда, униңға қарши чиққанлар хиҗаләткә қалди; бирақ халайиқ униң қиливатқан һәммә әҗайип ишлиридин шатлинип яйриди.

Read Луқа 13Луқа 13
Compare Луқа 13:11-17Луқа 13:11-17