Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Луқа - Луқа 12

Луқа 12:17-35

Help us?
Click on verse(s) to share them!
17У көңлидә «Қандақ қилай? Чүнки бунчивала һосулни қойғидәк йерим йоқ» — дәп ойлапту.
18Андун у: — «Мундақ қилай: — Һазирқи амбарлиримни чувуветип, техиму чоңини ясап, барлиқ мәһсулатлирим вә башқа мал-мүлүклиримни шу йәргә жиғип сақлай!
19Андин өз-өзүмгә: «Әй җеним, жиғип сақлиған, көп жил йәткидәк немәтлириң бар, раһәт ичидә йәп-ичип хуш болғин!» дәйдиған болимән» дәп ойлапту.
20Лекин Худа униңға: «Әй ахмақ, бүгүн кечила җениң сәндин тәләп қилип елиниду; ундақта бу топлиғиниң кимгә қалиду?» дәпту.
21Худаниң алдида дөләтмән болмай, өзигә ғәзнә жиққанниң һали шундақ болар».
22Андин у мухлислириға мундақ деди: — Шуниң үчүн мән силәргә шуни ейтип қояйки, турмушуңлар тоғрилиқ, немә йәрмиз яки немә кийәрмиз, дәп әндишә қилмаңлар.
23Чүнки һаятлиқ йемәкликтин, тән кийим-кечәктин әзиздур.
24Қузғунларға қараңлар! Улар теримайду вә жиғмайду, уларниң амбар, искилатлириму йоқ. Лекин Худа уларниму озуқландуриду. Силәр қушлардин қанчилик әзиз-һә!
25Араңларда қайсиңлар ғәм-қайғу билән өмрүңларни бирәр саат узарталайсиләр?   
26Әгәр шунчилик кичиккинә ишму қолуңлардин кәлмисә, немә үчүн қалған ишлар тоғрисида ғәм-әндишә қилисиләр?
27Нелупәрләрниң қандақ өсидиғанлиғиға қарап беқиңлар! Улар әмгәкму қилмайду, чақму егирмәйду; лекин силәргә шуни ейтайки, һәтта Сулайман толуқ шан-шәрәптә турғандиму униң кийиниши нилупәрләниң бир гүличилигиму йоқ еди.
28Әй ишәши аҗизлар! Әнди Худа даладики бүгүн ечилса, әтиси қуруп очаққа селинидиған әшу гүл-гияларни шунчә безигән йәрдә, силәрни техиму кийиндүрмәсму?!
29Шундақ екән, немә йәймиз, немә ичимиз дәп баш қатурмаңлар, һеч немидин әндишә қилмаңлар.
30Чүнки һәр қайси әлдикиләр мана шундақ һәммә нәрсиләргә интилиду. Бирақ Атаңлар силәрниң бу нәрсиләргә муһтаҗлиғиңларни билиду;
31шундақ екән, Униң падишаһлиғиға интилиңлар вә у чағда, буларниң һәммиси силәргә қошулуп несип болиду.
32Қорқмаңлар, и кичик пада! Чүнки Атаңлар падишаһлиқни силәргә ата қилишни хуш көрди.
33Мал-мүлкүңларни сетип, кәмбәғәлләргә хәйрхаһлиқ қилиңлар. Өзүңларға упримайдиған һәмян, әршләрдә һәргиз түгәп кәтмәйдиған бир ғәзнә һазирлаңлар; — шу йәрдә оғри йеқин кәлмәйду, күйә йәп йоқап кәтмәйду.
34Чүнки байлиғиңлар қәйәрдә болса, қәлбиңларму шу йәрдә болиду.
35Силәр белиңларни чиң бағлап, чирақлириңларни яндуруп туруңлар;

Read Луқа 12Луқа 12
Compare Луқа 12:17-35Луқа 12:17-35