Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Луқа - Луқа 10

Луқа 10:25-41

Help us?
Click on verse(s) to share them!
25Вә мана, Тәврат устазлиридин бири орнидин туруп Әйсани синимақчи болуп: — Устаз, мәңгүлүк һаятқа варис болмақ үчүн немә ишни қилишим керәк? — дәп сориди.
26У җавапән: — Тәврат қанунида немә пүтүлгән? Буниңға өзүң қандақ қарайсән? — деди.
27Һелиқи киши җавапән: — «Пәрвәрдигар Худайиңни пүтүн қәлбиң, пүтүн җениң, пүтүн күчүң вә пүтүн зеһниң билән сөйгин»; вә «Хошнаңни өзүңни сөйгәндәк сөй» — деди.  
28Әйса униңға: — Тоғра җавап бәрдиң. Мана шундақ қилсаң һаят болисән, — деди.
29Лекин өзини һәққаний дәп испатлимақчи болуп, Әйсадин йәнә сорап: — Әнди «Мениң хошнам» кимдур? — деди.
30Әйса җавапән мундақ деди: — Бир адәм Йерусалимдин Йерихо шәһиригә чүшүветип, йолда қарақчиларниң қолиға чүшүп қапту. Қарақчилар униң кийим-кечәклирини салдурувелип, уни яриландуруп, чала өлүк һалда ташлап кетипту.
31Вә шундақ болдики, мәлум бир каһин шу йолдин чүшүветип, һелиқи адәмни көрүп, йолниң у чети билән меңип өтүп кетипту.
32Шуниңдәк бир Лавийлиқ роһаний бу йәргә кәлгәндә, йениға келип қарап қоюп, йолниң у чети билән меңип өтүп кетипту.
33Лекин сәпәрдә болған бир Самарийәлик һелиқи адәмниң йениға кәлгәндә, уни көрүпла ич ағритипту
34вә алдиға берип, җараһәтлиригә май вә шарап қуюп, теңип қоюпту. Андин уни өз улиғиқа миндүрүп, бир сарайға елип берип, у йәрдә һалидин хәвәр апту.
35Әтиси йолға чиққанда, икки күмүч динарни елип сарайвәнгә берип: «Униңға қарап қоюң, буниңдин артуқ чиқим болса, қайтишимда сизгә төләймән» дәпту.
36Әнди Әйса һелиқи устаздин: — Сениңчә, бу үч адәм ичидә қайсиси қарақчиларниң қолиға чүшкән һелиқи кишигә һәқиқий хошна болған? — дәп сориди.
37— Униңға меһриванлиқ көрсәткән киши, — дәп җавап бәрди у. Әйса униңға: — Ундақ болса, сән һәм берип шуниңға охшаш қилғин, — деди.
38Вә шундақ болдики, у мухлислири билән биллә йолда кетиветип, мәлум бир йезиға кирди. У йәрдә Марта исимлиқ бир аял уни өйигә чақирип меһман қилди.
39Мартаниң Мәрйәм исимлиқ бир сиңлиси бар еди. У Әйсаниң айиғи алдида олтирип, униң сөз-каламини тиңшивататти.
40Әнди меһманларни күтүш ишлириниң көплүгидин көңли бөлүнүп кәткән Марта Әйсаниң алдиға келип: — И Рәб, сиңлимниң мени меһман күткили ялғуз ташлап қойғиниға кариң болмамду? Уни маңа ярдәмлишишкә буйруғин! — деди.
41Лекин Әйса униңға җавапән: — Әй Марта, Марта, сән көп ишларниң ғемини йәп аварә болуп жүрүватисән.

Read Луқа 10Луқа 10
Compare Луқа 10:25-41Луқа 10:25-41