6Шуниң билән Муса Һарун билән униң оғуллирини алдиға кәлтүрүп уларни су билән жуюп,
7Һарунға көйнәк кийдүрүп, бәлвағ бағлап, тонни кийдүрди вә үстигә әфодни япти; у әфодниң бәлвеғини бағлап, әфодни униңға тақап қойди.
8Андин Муса униңға «қошен»ни тақап, қошенниң ичигә «урим билән туммим»ни селип,
9Бешиға сәллә йөгәп Пәрвәрдигар униңға буйруғинидәк сәллиниң алди тәрипигә «алтун тахтилиқ муқәддәс отуғат»ни бекитип қойди.
10Андин Муса мәсиһләш мейини елип ибадәт чедири билән ичидики барлиқ нәрсиләрниң һәммисини мәсиһләп муқәддәс қилди.
11У майдин елип қурбангаһқа йәттә мәртивә чечип, қурбангаһ билән униң барчә қача-қучилирини, жуюнуш деси вә тәглигини Худаға атап муқәддәс қилишқа мәсиһлиди.