Text copied!
CopyCompare
Муқеддес Калам (кирил йезиқ) - Лавийлар - Лавийлар 8

Лавийлар 8:24-29

Help us?
Click on verse(s) to share them!
24Андин Муса Һарунниң оғуллирини алдиға кәлтүрүп, қандин елип уларниң оң қулақлириниң юмшиқи билән оң қоллириниң баш бармақлириға сүрди, уларниң оң путлириниң чоң бармақлириғиму сугап қойди, қалған қанни Муса қурбангаһниң чөрисигә сәпти.
25Шундақ қилип, у мейи билән майлиқ қуйруғини, ич қарнини йөгәп турған барлиқ май билән җигәрниң үстидики чава мейини, икки бөрәк вә үстидики майлирини қошуп елип оң арқа путиниму кесип елип,
26Пәрвәрдигарниң алдидики петир нан селинған севәттин бир петир тоғач билән бир зәйтун май тоғичи вә бир данә һәмәк нанни елип буларни май билән оң арқа путниң үстидә қойди;
27андин буларниң һәммисини Һарун билән униң оғуллириниң қоллириға тутқузуп, пулаңлатма һәдийә болсун дәп Пәрвәрдигарниң алдида пулаңлатти.
28Андин Муса буларни уларниң қоллиридин елип қурбангаһтики көйдүрмә қурбанлиқниң үстидә қоюп көйдүрди. Бу «каһинлиққа тикләш қурбанлиғи» болуп, Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған, хушбуй чиқидиған қурбанлиқ еди.
29Андин Муса төшни елип пулаңлатма һәдийә сүпитидә Пәрвәрдигарниң алдида пулаңлатти; Пәрвәрдигарниң униңға буйруғини бойичә, «каһинлиққа тикләш қурбанлиғи» болған қочқарниң бу қисми Мусаниң үлүши еди.

Read Лавийлар 8Лавийлар 8
Compare Лавийлар 8:24-29Лавийлар 8:24-29